Оқурмәнләрниң соаллири
Йәшая 60:1-айәттә тилға елинған «аял» ким вә у қандақ «орнидин туруп, нурини чачқан»?
Йәшая 60:1-айәттә (ЙД) мундақ йезилған: «Орниңдин тур, әй аял, нуруңни чачқин! Чүнки сениң нуруң йетип кәлди. Йәһваниң шән-шәрипи үстүңни йорутиду!» Бу бапниң кейинки айәтлиридики тәсвирләшләргә асасланғанда, «аял» болса Сион, йәни Йәһуда падишалиғиниң пайтәхт шәһири Йерусалимни көрситиду (Йәшая 60:14; 62:1, 2). Йерусалим шәһири пүтүн Исраил хәлқигә вәкиллик қилиду. Йәшая пәйғәмбәрниң сөзлиридин мундақ икки соал туғулиду. Биринчи, Йерусалим қачан вә қандақ «орнидин туруп», роһий «нурини чачқан»? Иккинчи, Йәшая пәйғәмбәрниң сөзлири бизниң күнлиримиздә техиму кәң даиридә әмәлгә ешиватамду?
Йерусалим қачан вә қандақ «орнидин туруп, нурини чачқан»? Йәһудийлар Бабил шәһиридә 70 жил әсирликтә болғанда, Йерусалим вә униң ибадәтханиси ханивәйран ташливетилгән. Мидиянлиқлар билән парсларниң қошунлири Бабилни ишғал қилғандин кейин пүтүн Бабил империясиниң һәрқайси җайлирида яшиған исраиллар өз жутиға қайтиш вә пак ибадәтни әслигә кәлтүрүш пурситигә еришкән еди (Әзра 1:1—4). Миладидин илгири 537-жилидин башлап, Исраилниң 12 қәбилисидин бәзи садиқ кишиләр шундақ қилған (Йәшая 60:4). Улар Йәһва Худаға қурбанлиқлирини сунуш, байрамларни өткүзүш вә Униң ибадәтханисини қайта селиш қурулушини башлиған (Әзра 3:1—4, 7—11; 6:16—22). Шу чағда Йәһва Худаниң шән-шәрипи Йерусалимға, йәни Худаниң хәлқи үстигә нурини чачқан. Буниң билән Исраил хәлқи роһий қараңғулуқта болған башқа милләтләр үчүн роһий йоруқниң мәнбиси болған.
Амма пак ибадәтни әслигә кәлтүрүш тоғрисидики Йәшая пәйғәмбәрниң бәшарәт сөзлири қедимий заманда пүтүнләй әмәлгә ашмиған еди. Исраилларниң көпинчиси Худаға ибадәт қилишни давамлаштурмиған еди (Нәһ. 13:27; Мал. 1:6—8; 2:13, 14; Мәт. 15:7—9). Кейинирәк улар һәтта Әйса Мәсиһни рәт қилған (Мәт. 27:1, 2). Милади 70-жили Йерусалим вә униң ибадәтханиси иккинчи қетим вәйран қилинған.
Әмәлийәттә, Йәһва Худа шундақ ечинишлиқ вақиәләрниң йүз беридиғанлиғини алдин-ала ейтқан (Дан. 9:24—27). Ениқки, Йәһва Худа Йәшая китави 60-баптики пак ибадәтни әслигә кәлтүрүш һәққидики пәйғәмбәрлик сөзләрниң йәр йүзидики Йерусалимда пүтүнләй әмәлгә ашурулушини мәхсәт қилмиған.
Йәшая пәйғәмбәрниң сөзлири бизниң күнлиримиздә техиму кәң даиридә әмәлгә ешиватамду? Һә-ә, лекин, шу сөзләр башқа бир символлуқ «аялда», йәни «жуқуридики Йерусалимда» әмәлгә ешиватиду. Әлчи Паул у тоғрилиқ мундақ язған: «У — бизниң анимиз» (Гал. 4:26, ЙД). «Жуқуридики Йерусалим» садиқ пәриштиләрдин тәшкил тапқан Худаниң тәшкилатиниң асмандики қисмидур. Униң пәрзәнтлири Әйса Мәсиһ вә муқәддәс роһ билән майланған 144 000 кишидур. Уларниң әлчи Паулға охшаш асманда яшаш үмити бар. Майланған етиқатчилар — бу муқәддәс хәлиқ, йәни Худаниң Исраили болған (Пет. 1-х. 2:9; Гал. 6:16).
«Жуқуридики Йерусалим» қандақ «орнидин турған» вә «нурини чачқан»? У йәр йүзидики пәрзәнтлири, йәни һелиһәм йәр йүзидә болған майланған етиқатчилар арқилиқ шундақ қилған. Әнди улар бешидин кәчүргән ишлар билән Йәшая 60-бапта бәшарәт қилинған сөзләрни селиштуруп көрәйли.
Бәшарәт қилинғандәк, милади 2-әсирдә явайи от чөп кәби һәқиқәттин үз өргәнләр пәйда болуп роһий қараңғулуқ басқан бир заман кәлди. Шуңа майланған етиқатчилар орнидин туруши керәк еди (Мәт. 13:37—43). Нәтиҗидә, улар сахта дин дуния империяси болған Бүйүк Бабилға әсирликкә чүшүп қалған еди. Таки 1914-жили ахир заман башланғичә әсир болуп турған (Мәт. 13:39, 40). Көп өтмәй, 1919-жили улар әсирликтин әркин болуп, дәрһал вәз хизмитигә атлинип, роһий нурни чечишқа башлиған a. Вақитниң өтүшигә әгишип, барчә милләттин инсанлар шу нурға қарап маңған, уларниң арисида «Худаниң Исраилидин» қалған әзалири, йәни Йәшая 60:3-айәттә тилға елинған «падишаларму» бар (Вәһ. 5:9, 10).
Келәчәктә майланған етиқатчилар Йәһва Худадин кәлгән нурни техиму кәң даиридә чачиду. Улар буни қандақ қилиду? Улар йәр йүзидә өлгәндә, тирилдүрүлүп асманға елип чиқирилип, «Йеңи Йерусалимниң» бир қисми болиду. «Йеңи Йерусалим» болса Мәсиһ өйлинидиған қиз болуп, асманда Мәсиһ билән бирликтә падиша вә роһаний болуп хизмәт қилидиған 144 000 Әйсаниң әгәшкүчилиридин тәшкил тапиду (Вәһ. 14:1; 21:1, 2, 24; 22:3—5).
Йәшая 60:1-айәттики бәшарәтниң әмәлгә ешишида «Йеңи Йерусалим» муһим роль ойнайду (Йәшая 60:1, 3, 5, 11, 19, 20ни Вәһий 21:2, 9—11, 22—26 селиштуруң). Йеңи дунияда «Йеңи Йерусалим» Әйса Мәсиһ билән бирликтә һөкүмранлиқ жүргүзиду. Йәни худди қедимий замандики Йерусалим шәһири пүтүн Исраил хәлқигә һөкүмранлиқ қилғандәк, «Йеңи Йерусалим» йеңи дунияда һөкүмранлиқ қилиду. Ундақта, «Йеңи Йерусалим» «асмандин — Худаниң һозуридин» чүшиши немини билдүриду? Бу «Йеңи Йерусалим» пүтүн күчи билән йәр йүзидики ишларни бир тәрәп қилишқа башлиғанлиғини билдүриду. Худадин әйминидиған барлиқ милләтләрдин чиққан инсанлар бу шәһәрниң нурида жүриду. Улар һәтта гуна билән өлүмниң қуллуғидин азат қилиниду (Вәһ. 21:3, 4, 24). Нәтиҗидә, Йәшая вә башқа пәйғәмбәрләр бәшарәт қилған ишлар тамамән әмәлгә ашурулиду. Шу чағда һәммә нәрсә түзитилип, әслигә қайтидиған заман пүтүнләй ахирлишиду (Әлч. 3:21). Бу һәммини әслигә кәлтүрүш Мәсиһ падиша болған чағда башланған вә униң миң жиллиқ һөкүмранлиқ дәвриниң ахирида тамамлиниду.
a Әзәкиял 37:1—14 вә Вәһий 11:7—12 айәтләрдиму 1919-жилида пак ибадәтни қайта әслигә кәлтүрүлүши тилға елинған. Әзәкиял пәйғәмбәр муқәддәс роһ билән майланған барлиқ етиқатчилар узун бир мәзгил әсирликкә чүшүп, әркинликкә чиққандин кейин пак ибадәт әслигә кәлтүридиғанлиғини бәшарәт қилған. Вәһий китавида болса муқәддәс роһ билән майланған йетәкчиликни өз үстигә алған кичик бир топ бурадәрләр адаләтсизлик билән түрмигә ташлинип, қисқа бир мәзгил мәҗбурий вәз хизмити тохтиғандин кейин роһий җәһәттин қайта туғулуши яки җанлиниши бәшарәт қилинған. 1919-жили улар «садиқ вә әқил-парасәтлик қул» болуп тәйинләнгән (Мәт. 24:45).