Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Тәтқиқ қилиш усуллири

Тәтқиқ қилиш усуллири

Йәһваниң есил пәзиләтлири тоғрисида көпирәк билим тепиш

Муқәддәс китапни оқуғанда, оқуватқан мәзмунни яхширақ чүшиниш үчүн һәрхил тәтқиқ қилиш қураллирини қоллиналаймиз. Бирақ тәтқиқ қилиштики мәхситимиз пәқәтла билимимизни ашурушла әмәс, бәлки Йәһвани техиму яхширақ тонуш вә Униңға болған сөйгү-муһәббитимизни күчәйтиш болуши керәк. Шундақ қилиш үчүн Муқәддәс китапни оқуғанда, «Бу үзүндә Йәһва Худа тоғрилиқ немини үгитиду?» дегән соал һәққидә ойлансақ болиду.

Мәсилән, Йәһваниң сөйгү-муһәббити, даналиғи, адиллиғи вә күч-қудритини қандақ нәмаян қилидиғанлиғи һәққидә көпирәк билиш үчүн издәнсәк болиду. Амма Йәһваниң башқиму нурғун әҗайип пәзиләтлири көп. Улар тоғрилиқ мәлуматни қәйәрдин тепишқа болиду?

«Күзитиш мунари материяллири көрсәткүчидин» (рус) «Йәһва» дегән мавзуниң ичидә «Есил пәзиләтләр» дегән йәрдә Йәһваниң 50тин көпирәк пәзиләтлири кәлтүрүлгән. Муқәддәс китаптин оқуватқан вақиәгә мас келидиған пәзиләтни тепип, тәтқиқ қилип көрүң.