Кичик пеиллиқ өз әһмийитини йоқатмиди
«Даналиқ кичик пеилларға һәмра болар» (ПӘНД-НӘСИҺӘТЛӘР 11:2).
НАХШИЛАР: 38, 11
1, 2. Йәһва Худа Саулни немә үчүн рәт қилди? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
ЙӘҺВА ХУДА Саулни падиша қилғанда, у кичик пеил адәм еди (Самуилниң 1-язмиси 9:1, 2, 21; 10:20—24). Лекин падиша болғандин кейин, у мәғрурлинип кәтти. Бир күни миңлиған филистийәликләр Исраил хәлқигә қарши җәңгә чиқти. Самуил пәйғәмбәр Саулға өзи келип, Йәһваға қурбанлиқ қилидиғанлиғини ейтти. Амма Самуил техи кәлмәй турғанда, исраиллиқлар қорқуп кетип, көплири Саулни қалдурди. У чидамсизлиқ қилип, Самуилни күтүшниң орниға, қурбанлиқни өзи тәғдим қилиду. Саулниң буни ундақ қилиш һоқуқи йоқ болған, шуңа Йәһва униңға бәк нарази еди (Самуилниң 1-язмиси 13:5—9).
2 Самуил кәлгән чағда, у Саулни Йәһваға итаәтсизлик қилғини үчүн әйиплиди. Бирақ Саул болса, гунасини етирап қилишниң орниға, баһанә издәп, һәтта хаталиғи үчүн башқиларни әйиплиди (Самуилниң 1-язмиси 13:10—14). Бу вақиәдин башлап, Саул көплигән мәғрур ишларни қилған еди. Шу сәвәптин Йәһва уни падиша сүпитидә рәт қилди (Самуилниң 1-язмиси 15:22, 23). Саулниң һаяти яхши башлансиму, ақивети ечинишлиқ болди (Самуилниң 1-язмиси 31:1—6).
3. а) Көплигән адәмләрниң кичик пеиллиққа тегишлик көзқариши қандақ? ә) Биз қандақ соалларниң җававини қараштуримиз?
3 Көплигән адәмләрниң көзқариши бойичә, һәм кичик пеил болуш, һәм мувәппәқийәтлик болуш мүмкин әмәс. Улар махтинип, өзини башқилардин яхширақ көрситишкә тиришиду. Мәсилән, бир даңлиқ артист вә сәясәтчи мундақ дегән: «Кичик пеиллиқ дегән сөзниң маңа һеч мунасивити йоқ. Һәм һечқачан болмайду дәп үмүт қилимән». Ундақта, немишкә мәсиһийләргә кичик пеил болуш һаҗәт? Кичик пеиллиқ дегән немә һәм униңға немә нәрсиләр кирмәйду? Бу мақалидә жуқуридики соалларниң җававини тапалаймиз. Кейинки мақалидә болса, һәтта бу қийин болғандиму, қандақ қилип кичик пеиллиқни сақлалайдиғанлиғимизни қараштуримиз.
НЕМИШКӘ КИЧИК ПЕИЛЛИҚ ШУНЧИЛИК МУҺИМ?
4. Мәғрур ишлар дегинимиз немә?
4 Муқәддәс китапта ениқ көрситилгәндәк, мәғрурлуқ кичик пеиллиққа қариму-қарши хисләт (Пәнд-нәсиһәтләр 11:2ни оқуң). Давут Йәһваға: «Өз қул-чакариңни тәкәббурлуқ гуналиридин тартқайсән»,— дәп ялвурди (Зәбур 19:13). Тәкәббурлуқ гуналири яки мәғрур ишлар дегинимиз немә? Бу чидамсиз яки мәғрур болғанлиғимиздин, қилишқа һоқуқимиз йоқ нәрсини қилиштур. Мукәммәлсиз болғанлиғимиздин, һәммимиз бәзидә шундақ қилишимиз мүмкин. Лекин Саул падишаниң мисалидин көргинимиздәк, шундақ қилиш адәткә айланса, Йәһваниң мақуллишидин айрилишимиз мүмкин. Зәбур 119:21дә Йәһваниң «тәкәббурларға тәнбиһ беридиғанлиғи» йезилған. Йәһва немә үчүн шундақ қилиду?
Кичик пеил болсақ, биз Йәһвани һөрмәтләйдиғанлиғимизни көрситимиз
5. Немишкә тәкәббурлуқ билән һәрикәт қилиш җиддий хаталиқ?
5 Биринчидин, әгәр биз бирәр тәкәббур иш қилсақ, Худайимиз һәм Һакимдаримиз болған Йәһваға һөрмәтсизлик қилған болимиз. Иккинчидин, қилишқа һоқуқимиз йоқ ишларни қилғинимизда, бу башқилар билән җедәл-маҗира вә чүшәнмәсликләрни туғдуруши еһтимал (Пәнд-нәсиһәтләр 13:10). Үчинчидин, башқилар бизниң шундақ қилишимизни көргәндә, уларниң көзидә әқилсиз көрүнимиз (Луқа 14:8, 9). Йәһва бизниң кичик пеил болушимизни халайдиғанлиғиниң сәвәви бәк ениқ, шундақ әмәсму?
КИЧИК ПЕИЛЛИҚҚА НЕМӘ КИРИДУ?
6, 7. Кичик пеиллиқ билән кәмтәрликниң қандақ мунасивити бар?
6 Кичик пеиллиқ кәмтәрлик билән зич бағлиқ. Кәмтәр мәсиһий тәкәббур болмастин, башқиларни өзидин артуқ дәп санайду (Филипиликләргә 2:3). Кәмтәр адәм адәттә кичик пеил болиду. У мүмкинчиликлириниң чәклик екәнлигини чүшиниду вә хаталиқлирини кәмтәрлик билән иқрар қилиду. У башқиларниң ойлирини тәйярлиқ билән тиңшап, улардин үгиниду. Кәмтәр киши Йәһвани хошал қилиду.
7 Муқәддәс китапта кичик пеил адәмниң өзини яхши билип, бәзи нәрсиләрни қилалмайдиғанлиғини яки уни қилиш һоқуқи йоқлиғини чүшинидиғанлиғи йезилған. Бу болса, башқиларни һөрмәтләшкә вә уларға меһрибанлиқ билән муамилә қилишқа ярдәм бериду.
8. Кәмтәр болуп қелишимиз үчүн қандақ пикир қилиш тәрзидин нери турушимиз керәк?
8 Шуниңға қаримастин, биз өзүмиз Римлиқларға 12:16). Болмиса, өзүмизгә һәддидин ташқири көп диққәт ағдурушимиз еһтимал (Тимотийға 1-хәт 2:9, 10). Һәтта башқиларға немә қилиш керәклигини яки немә қилмаслиғини ейтишқа башлишимиз мүмкин (Коринтлиқларға 1-хәт 4:6).
байқимай, тәкәббурлуқ билән һәрикәт қилишқа башлалаймиз. Қандақларчә? Биз яки биз яхши тонуйдиған бирси җамаәттә мәлум мәсъулийәткә егә болса, өзүмизни башқилардин муһимирақ һесаплашқа башлишимиз мүмкин (9. Бәзилири немә сәвәптин мәғрур болуп кәткән? Муқәддәс китаптин мисал кәлтүрүң.
9 Натоғра һәвәслиримизни башқурмисақ, тәкәббурлуқ билән һәрикәт қилишқа башлишимиз мүмкин. Көплигән адәмләр шөһрәтпәрәс болғанлиқтин, башқиларға көрәлмәслик қилғанлиқтин яки ғәзивини башқуралмиғанлиқтин, мәғрур болуп кәткән. Мәсилән, Абшалом, Уззия вә Небоқәднәсәрдәк Муқәддәс китапта тилға елинған бәзилири билән шундақ болған. Йәһва Худа уларға кәмтәр болуш керәклигини ениқ көрсәткән (Самуилниң 2-язмиси 15:1—6; 18:9—17; Тарихнамә 2-язма 26:16—21; Даниял 5:18—21).
10. Немишкә башқиларниң нийитигә гуман қилмаслиғимиз керәк? Муқәддәс китаптин мисал кәлтүрүң.
10 Адәмләрниң кичик пеил болмаслиғиниң башқиму сәвәплири болуши мүмкин. Мәсилән, Абимәләк билән Петрусни алайли (Яритилиш 20:2—7; Мәтта 26:31—35). Бу иккиси тәкәббур болғанму? Яки улар һәқиқий әһвални билмигәнликтин, йә күтмигән вәзийәткә дуч болғанлиқтин шундақ қилдиму? Адәмниң жүригидә немә барлиғини көрмигәнликтин, башқиларниң нийитигә гуман қилип, уларни сотлимаслиғимиз керәк (Яқуп 4:12ни оқуң).
ХУДА ОРУНЛАШТУРУШИДИКИ ОРНУМИЗ
11. Бизгә немини чүшиниш һаҗәт?
11 Кичик пеил киши Худаниң орунлаштурушидики орнини яхши чүшиниду. Йәһва тәртипниң Худаси. Җамаәттә һәркимниң өз орни бар болғанлиқтин, һәммимиз керәк. Йәһва һәрбиримизгә һәр түрлүк соға, қабилийәт вә талантларни берип, уларни қандақ пайдилинишимизни қарар қилишқа йол қойди. Әгәр кичик пеил болсақ, бу соғиларни Йәһва халиғандәк пайдилинимиз (Римлиқларға 12:4—8). Йәһва биздин бу соғиларни униңға шан-шәрәп кәлтүрүш вә башқиларға ярдәм бериш үчүн қоллиниду дәп күтмәктә (Петрусниң 1-хети 4:10ни оқуң).
12, 13. Йәһваға болған хизмитимиздә өзгиришләргә дуч кәлсәк, немини әстә тутушимиз керәк?
12 Худа тәшкилатидики орнумиз турақлиқ әмәс, у вақит өтүп өзгириши мүмкин. Әйса көплигән өзгиришләрни баштин кәчүргән. Дәсләптә, у асманда Атиси билән ялғуз болди (Пәнд-нәсиһәтләр 8:22). Андин, Йәһваға пәриштәләрни, аләмни вә адәмләрни яритишқа ярдәмләшти (Колосилиқларға 1:16). Кейинирәк Әйса йәргә әвәтилди. У бовақ болуп туғулуп, андин өсүп чоң болди (Филипиликләргә 2:7). Өлүмидин кейин Әйса асманға қайтип, 1914-жили Худа Падишалиғида һөкүмранлиқ қилишни башлиди (Ибранийларға 2:9). Шу вақиттин башлап, униңға асмандики вә йәрдики пүткүл һакимийәт берилди. Келәчәктә болса, Әйса миң жил һакимдарлиқ қилғандин кейин, «Худа барлиғиға һәммә нәрсә болуши үчүн», Падишалиқни Йәһваға қайтуриду (Коринтлиқларға 1-хәт 15:28).
13 Еһтимал, бизниңму һаятимизда көплигән өзгиришләр болидиғанду. Вәзипилиримиз қандақту бир шәхсий қараримиз Ибранийларға 6:10).
түпәйлидин өзгириши мүмкин. Мәсилән, бойдақ болсақ, той қилишқа қарар қилишимиз мүмкин. Йә болмиса, балилиқ болимиз. Бәлким, кейинирәк Йәһваға толуқ вақитлиқ хизмәт қилиш үчүн һаятимизда бәзи өзгиришләрни қилимиз. Бәзидә вәзипилиримиз вәзийәтлиримизгә бола өзгириду. Биз хизмәттә көпирәк қилалайдиғанлиғимизни яки азирақ қилишқа мәҗбур екәнлигимизни чүшинимиз. Лекин яш яки яшанған, саламәтлигимизниң яхши яки начар болушидин қәтъийнәзәр, Йәһва һәрбиримизниң униңға әң яхши усулда хизмәт қилалайдиғанлиғимизни билиду. У чамимиз йетидиған нәрсидин артуқ тәләп қилмай, униң үчүн қилған һәрбир ишимизни жуқури баһалайду (14. Кичик пеил болғанлиғимиз һәрқандақ вәзийәткә қанаәт қилип, хошал болушқа қандақ ярдәм берәләйду?
14 Әйса һәрқандақ вәзиписидин хошаллиқ тапқан һәм бизму вәзипилиримиздә хошаллиқ тапалаймиз (Пәнд-нәсиһәтләр 8:30, 31). Әгәр кичик пеил болсақ, бар диққитимизни башқиларниң утуқлириға ағдурушниң орниға, өзүмизниң җамаәттики вәзипилиримиз вә тапшуруқлиримиз билән рази болимиз. Кичик пеил адәм Худаниң тәшкилатидики орниға қанаәт қилиду вә уни Йәһва бәргән дәп қарайду. Шуниң билән у башқиларни һөрмәтләп, уларни қоллашқа хурсән. Сәвәви у уларниңму тәшкилатта өз орни барлиғини чүшиниду (Римлиқларға 12:10).
КИЧИК ПЕИЛЛИҚҚА БОЛҒАН ТОҒРА КӨЗҚАРАШ
15. Гидонниң мисалидин қандақ савақ алалаймиз?
15 Гидон кичик пеиллиқниң әҗайип үлгисини қалдурған. Йәһва униңға Исраил хәлқини мидиянлиқларниң қолидин қутқузушқа тапшурғанда, у: «Ханиданим Һакимлар 6:15). Буниңға қаримастин, у Йәһваға тайинип, бу тапшуруқни орунлашқа келишиду. Гидон Йәһва униңдин немә тәләп қилидиғанлиғини тоғра чүшинидиғанлиғиға көз йәткүзди вә рәһбәрлик сорап, дуа қилди (Һакимлар 6:36—40). Гидон күчлүк вә җүръәтлик адәм болуп, шундақла дана вә еһтиятчан еди (Һакимлар 6:11, 27). Адәмләр уни падиша қилишқа халиғанда, у бу тәклипни рәт қилди. Йәһваниң тапшуруғини орунлиғандин кейин, у өйигә қайтти (Һакимлар 8:22, 23, 29).
болса Манассәниң ичидә һәммидин пәс болуп, өзәм болсам, атамниң өйидә һәммидин кичиги мән әмәсму»,— дәп җавап қайтурди (16, 17. Кичик пеил адәм қандақ қилип йетилиши мүмкин?
16 Амма бирси йеңи тайинлинишни қобул қилса яки җамаәттә көпирәк хизмәт атқурушқа интилса, у кичик пеил әмәс дегәнни билдүрмәйду. Әксичә, Муқәддәс китапта Худаниң хизмәтчиси йетилишкә, йәни роһий утуқларға қол йәткүзүп, бурадәр-қериндашларға көпирәк хизмәт қилишқа тиришқанлиғи яхши дәп йезилған (Тимотийға 1-хәт 4:13—15). Амма йетилишимиз үчүн, йеңи тайинлинишқа егә болушимиз шәртму? Яқ. Һәммимиз башқиларға яхширақ хизмәт қилиш үчүн, есил пәзиләтләрни вә Йәһва бизгә бәргән қабилийәтләрни риваҗландуралаймиз.
17 Бирәр вәзипини орунлашқа келишиштин бурун, кичик пеил киши униңдин немә тәләп қилидиғанлиғини биливалиду. У дуа қилип, бу ишни қилалайдиған-қилалмайдиғанлиғи һәққидә пухта ойлиниду. Бу тапшурмини қобул қилса, башқа муһим ишларни қилишқа вақти йетәмду? Вақти йәтмисә, һазир у қиливатқан бәзи ишларни башқа бирси қилаламду? Буниң һәммисини ойлаштуруп, кичик пеил адәм йеңи вәзипини орунлалмайдиғанлиғини чүшиниши мүмкин. Кичик пеил болсақ, яқ дәп ейтиштин уялмаймиз.
18. а) Кичик пеил адәмгә йеңи вәзипә тапшурулса, у немә қилиду? ә) Римлиқларға 12:3тики сөзләр кичик пеил болушимизға қандақ қилип ярдәм бериду?
18 Йәһва бизниң «кәмтәрлик [кичик пеиллиқ, ЙД] билән меңишимизни» халайду (Мика 6:8). Шуниң үчүн бизгә йеңи вәзипә тапшурулса, биз Гидонға охшаш Йәһваниң рәһбәрлигини издәп, униңдин ярдәм сораймиз. Худа өзиниң Сөзи вә тәшкилати арқилиқ бизгә немә ейтиватқанлиғи һәққидә чоңқур мулаһизә қилишимиз керәк. Хизмәттә қол йәткүзгәнлигимизниң һәммиси, қабилийәтлиримизниң әмәс, Йәһваниң кәмтәрлиги вә бизгә ярдәм беришкә тәйяр болғанлиғиниң арқисида екәнлигини унтумайли (Зәбур 18:35). Кичик пеил адәм «өзи һәққидә артуқчә ойлимайду» (Римлиқларға 12:3ни оқуң).
19. Биз немишкә кичик пеил болушимиз керәк?
19 Кичик пеил адәм һәммә шан-шәрәпкә пәқәт Йәһва лайиқ екәнлигини билиду, чүнки у — бизниң Яратқучимиз вә улуқ Худайимиз (Вәһий 4:11). Кичик пеил болсақ, Йәһваниң хизмитидә қандақ вәзипә атқурушимиздин қәтъийнәзәр, рази болимиз. Бурадәр-қериндашлиримизниң һис-туйғулирини һөрмәтләп, нәтиҗисидә һәммимиз инақ болимиз. Бирәр нәрсини қилиштин авал пухта ойлиғанлиқтин, кичик пеил киши җиддий хаталиқ қилиштин хали болиду. Йәһва кичик пеилларни бәк яхши көриду. Шуниң үчүн, кичик пеиллиқ Худаниң хизмәтчилири үчүн наһайити муһим. Келәрки мақалидә биз қийин болғанда қандақ қилип кичик пеил болуп қалалайдиғанлиғимизни қараштуримиз.