Алла Өз вәдилири һәққидә ейтип бериду
Әзәлдин тартип, Яратқучимиз Өз сөзлирини пәриштиләр вә пәйғәмбәрләр арқилиқ инсанийәткә йәткүзгән. Униңдин башқа, У Өз сөзлири вә вәдилирини яздуруп, келәчигимиз һәққидә бизгә алдин-ала хәвәр бәргән. Ундақта, шу вәдиләрни қәйәрдин оқалайсиз?
Пәрвәрдигар йәткүзмәкчи болған хәвәрни Муқәддәс Язмиларға яздурған (Тимотийға 2-хәт 3:16). Худа Өз ой-пикирлирини пәйғәмбәрләрниң әқлигә салған. Улар болса, шу ой-пикирләрни қәләмгә алған (Петрусниң 2-хети 1:21). Буни чүшиниш үчүн бир мисални көрүп чиқайли. Әгәр бир ширкәт мудири өз намидин хәт йезиш үчүн кативини ишләтсә, бу хәтниң муәллипи катип әмәс, мудир болидиғанлиғиға гуманланмаймиз. Шуниңға охшаш, Һәммигә Қадир Алла адәмләрни ишлитип, Муқәддәс Язмиларни яздурған болсиму, Алла Өзи бу Китапниң һәқиқий муәллипидур.
ЯРАТҚУЧИНИҢ СӨЗИ КӘҢ ТАРҚАЛҒАН
Худадин келидиған хәвәр интайин муһим болғач, У барчә инсанларниң шу хәвәрни оқуп чүшинишини халайду. Бүгүнки күндә һәр бир хәлиқ, қәбилә вә һәр хил тилда сөзлишидиған милләтләр Худаниң мәңгүлүк хуш хәвирини аңлалайду (Вәһий 14:6). Алланиң рәһмити вә бәрикити билән һазир Муқәддәс Язмилар толуқ яки қисмән 3000дин көпирәк тилға тәрҗимә қилинип, йәр йүзидә әң кәң тарқалған китапқа айланған.