Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Пәйғәмбәрләрдин Алла һәққидә үгинәләймиз

Пәйғәмбәрләрдин Алла һәққидә үгинәләймиз

Өтмүштә Алла Өз пәйғәмбәрлири арқилиқ инсанларға муһим хәвәрләрни йәткүзгән. Шу хәвәрләр Яратқучиниң бәрикәтлиригә қандақ еришкили болидиғанлиғини көрситип берәләмду? Әлвәттә. Һазир, үч садиқ пәйғәмбәрдин немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқайли.

ИБРАҺИМ ПӘЙҒӘМБӘР

Пәрвәрдигар һәрбир инсанға тәң қарайду вә барчә инсанийәтни бәрикәтләшни халайду.

Тәңри Ибраһим пәйғәмбәргә: «Сениң арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилиләр бәрикәтлиниду»— дегән (Яритилиш 12:3).

Буниңдин немини үгинимиз? Худа һәммә адәмләрни, мәйли әрләр, аяллар вә балилар болсун, бәк яхши көриду вә Униңға бойсунидиған һәрбир кишини бәрикәтләшни халайду.

МУСА ПӘЙҒӘМБӘР

Меһир-шәпқәтлик Яратқучи Уни тонушқа интилидиған кишиләрни бәрикәтләйду.

Һәммигә Қадир Алла Өз хизмәтчиси Муса пәйғәмбәргә әҗайип мөҗүзиләрни көрситиш күч-қудритини бәргән. Шундақ болсиму, Муса пәйғәмбәр кәмтәрлик билән Худадин: «Сени билишим үчүн һәм келәрдиму көзүңдә илтипат тепишим үчүн, маңа йоллириңни ечип бәргәйсән»,— дәп өтүнгән (Чиқиш 33:13). Худа Мусаниң өтүнүшидин хурсән болған вә униңға Өз йоллирини вә есил пәзиләтлирини тонуш үчүн әқил-парасәт бәргән. Мәсилән, Муса пәйғәмбәр Яратқучиниң интайин меһрибан вә рәһимдил екәнлигини билгән (Чиқиш 34:6, 7).

Буниңдин немини үгинимиз? Әгәр биз Пәрвәрдигарни яхширақ тонуш үчүн күч чиқарсақ, У һәрбиримизни мол бәрикәтләйду. Муқәддәс Язмилар арқилиқ Яратқучи Өзигә қандақ тоғра ибадәт қилишимиз керәклигини вә бизни бәрикәтләшкә тәшналиғини көрситип кәлмәктә.

ӘЙСА ПӘЙҒӘМБӘР

Һәзрити Әйса ич ағритип түрлүк ағриқларни сақайтқан

Әйса әләйһиссалам униң ишлири вә тәлимлири һәққидә үгәнсәк, Алланиң әбәдий бәрикәтлиридин бәһримән болалаймиз.

Муқәддәс Язмиларда Әйса пәйғәмбәрниң һаяти вә тәлимлири һәққидә көплигән тәпсилатлар йезилған. Худа һәзрити Әйсаға зор мөҗүзиләрни көрситиш, шу җүмлидин көзи көрмәс, қулиғи аңлимас вә ақсақ-току кишиләрни сақайтиш күчини бәргән. Һәзрити Әйса һәтта өлгәнләрни тирилдүргән. У мөҗүзилири арқилиқ келәчәктә Яратқучиниң инсанийәтни қандақ бәрикәтләйдиғанлиғини көрсәткән вә шу бәрикәтләргә еришишниң йолини чүшәндүрүп, мундақ дегән: «Мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн, Сени — бирдин-бир һәқиқий Худани һәм Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуп-билиш һаҗәттур» (Йоһан 17:3).

Әйса пәйғәмбәр көйүмчан, мулайим вә ақ көңүл болған. Униң: «Мениң боюнтуруғумни бойнуңларға елиңлар вә мениңдин үгиниңлар, чүнки мән жүригимдә мулайим һәм мөмүн, вә шу чағда җениңлар тәскинлик тапиду» дегән тәкливини әр вә аял, яш яки яшанғанлар қобул қилип, униң арқисидин әгәшкән (Мәтта 11:29). Әйса әләйһиссаламниң заманида кишиләр аялларға начар муамилә қилатти. Амма у меһрибанлиқ билән аялларға иззәт-һөрмәт көрсәткән.

Буниңдин немини үгинимиз? Әйса пәйғәмбәр инсанларни интайин яхши көргән. У бизгә башқиларға қандақ муамилә қилишниң есил үлгисини қалдурған.

ҺӘЗРИТИ ӘЙСА ХУДА ӘМӘС

Муқәддәс Язмилардин пүткүл аләмни яратқан Худа йәккә-йеганә вә Әйса әләйһиссалам болса, Униң кәмтәр рәсули екәнлигини биләләймиз (Коринтлиқларға 1-хәт 8:6). Әйса пәйғәмбәр Һәммигә Қадир Алланиң өзидин үстүн туридиғанлиғини вә уни йәр йүзигә әвәткәнлигини етирап қилған (Йоһан 11:41, 42; 14:28) a.

a Әйса пәйғәмбәр һәққидә көпирәк мәлуматқа еришиш үчүн www.mr1310.com торбетидики «Бәхитлик турмушқа еришишниң ачқучи — һәқиқий иман-етиқат!» намлиқ китапчиниң 8, 9-бәтлиригә қараң.