Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МУҚАВИДИКИ МАВЗУ | НЕМӘ ҮЧҮН МУҚӘДДӘС КИТАПНИ ОҚУШ КЕРӘК?

Муқәддәс китап турмушиңизни қандақ яхшилайду?

Муқәддәс китап турмушиңизни қандақ яхшилайду?

Муқәддәс китап өзгичә китаптур. Униңда Яратқучимизниң мәслиһәтлири йезилған (Тимотийға 2-хәт 3:16). Бу китаптики мәлумат турмушимизға күчлүк тәсир қилалайду. Язмиларда мундақ сөзләр бар: «Худаниң сөзи тирик вә күчлүктур» (Ибранийларға 4:12, ЙД). Муқәддәс китап турмушимизни икки муһим усулда яхшилайду: бүгүнки күндә бизгә йол-йоруқ көрситиду һәмдә Худа вә Униң вәдилирини биливелишқа ярдәм бериду (Тимотийға 1-хәт 4:8; Яқуп 4:8).

Һазирниң өзидә турмушиңизни яхшилайду. Муқәддәс китаптики әмәлий мәслиһәтләр турмушниң түрлүк саһалирида ярдәм берәләйду. Мәсилән:

  • Башқилар билән болған мунасивәт (Әфәсликләргә 4:31, 32; 5:22, 25, 28, 33).

  • Һис-туйғу вә җисманий җәһәттин сағламлиқ (Зәбур 37:8; Пәнд-нәсиһәтләр 17:22).

  • Әдәп-әхлақ өлчәмлири (Коринтлиқларға 1-хәт 6:9, 10).

  • Мал-дуния (Пәнд-нәсиһәтләр 10:4; 28:19; Әфәсликләргә 4:28).

Муқәддәс китаптики мәслиһәт Азиядә яшайдиған яш бир җүпниң некасини мустәһкәмлишигә ярдәм бәргән. Йеқинда өй-очақлиқ болған көплигән кишиләргә охшаш, улар үчүн бир-бири билән тил тепиш вә очуқ-йоруқ сөһбәтлишиш асанға чүшмигән еди. Улар Муқәддәс китаптин оқуғанлирини әмәлий қоллинишқа башлиған. Нәтиҗиси қандақ болған? Аилә беши Висент мундақ деди: «Муқәддәс китаптики мәслиһәтләр некайимиздики қийинчилиқларни сөйгү-муһәббәт билән һәл қилишимизға ярдәм бәрди. Биз һазир Муқәддәс китаптики принципларға әмәл қилишниң ярдимидә бәхитлик турмуш кәчүрүватимиз». Униң аяли Аналу ериниң сөзлиригә қошулуп, мундақ деди: «Муқәддәс китаптики кишиләрниң мисаллири бизгә ярдәм бәрди. Әнди некайимиз вә һаятимизда ортақ мәхситимизниң болғини үчүн интайин хошалмән».

Худани тонуш. Висент некаси тоғрилиқ сөз қилғанда, йәнә мундақ деди: «Мән Муқәддәс китапни оқушни башлиғанда, илгирикигә қариғанда, Худаға техиму йеқинлашқанлиғимни һис қилдим». Висентниң сөзлиридин көргинимиздәк, Муқәддәс китап бизгә Худани тонушқа ярдәм бериду. Бу китапни оқуп, униңдики мәслиһәтләрниң әмәлий пайдисини көрүпла қалмай, бәлки Худа билән дост болалайсиз. Униңдин башқа, Муқәддәс китаптин әҗайип келәчәк, йәни сиз бәһримән болалайдиған һәқиқий мәңгүлүк һаят тоғрисида көп нәрсиләрни биләләйсиз (Тимотийға 1-хәт 6:19). Башқа һечбир китаптин мошуниңға охшаш билимләрни тапалмайсиз.

Әгәр дайим Муқәддәс китапни оқуш мәхситини қойсиңиз вә униңға йетишкә давамлиқ тиришсиңиз, һазирниң өзидә күндилик турмушиңизни яхшилап, Худани яхширақ тоналайсиз. Амма Муқәддәс китап оқуш җәриянидә, сиздә көплигән соаллар пәйда болуши мүмкин. Әгәр соаллар пәйда болса, 2000 жил бурун яшиған эфиопиялик әмәлдарниң мисалини әстә тутуң. У Муқәддәс китапни оқуп, нурғун нәрсиләрни чүшәнмигән. Униңдин: «Оқуғанлириңизни чүшиниватамсиз?»— дәп сориғанда, у болса: «Әгәр маңа бирси чүшәндүрүп бәрмисә, қандақму чүшинәләймән?»— дәп җавап қайтурған. Бу әмәлдар Муқәддәс китапни яхши үгәткән вә Әйсаниң әгәшкүчиси болған Филип исимлиқ кишиниң ярдимини тәйярлиқ билән қобул қилған (Әлчиләр 8:30, 31, 34). Әгәр сизму Муқәддәс китапни яхширақ билишни халисиңиз, www.mr1310.com торбетимизгә кирип, илтимасни толтуруң яки бу журналда кәлтүрүлгән адреслардин биригә хәт йезиң. Униңдин башқа, сиз йәрлик Йәһва гувачилиридин ярдәм сорисиңиз болиду яки сиз яшайдиған йәрдә уларниң Ибадәт өйигә бериң. Һазирниң өзидә Муқәддәс китап оқушни башлаң вә униң турмушиңизни яхшилишиға йол қоюң.

Әгәр Муқәддәс китапниң һәқиқәтән Худадин кәлгән китап екәнлигидин гуманлансиңиз, «Муқәддәс китап Худадин екәнлигини нәдин билимиз?» дегән видеони көрүң. Уни тепиш үчүн кодни сканер қилиң яки jw.org торбетигә кирип, мавзусини издәш дегән йәргә киргүзүң.