МУҚАВИДИКИ МАВЗУ | НЕМӘ ҮЧҮН МУҚӘДДӘС КИТАПНИ ОҚУШ КЕРӘК?
Қандақ башлисам болиду?
Муқәддәс китапни оқуштин һузур елишиңизға вә пайдисини көрүшиңизгә ярдәм беридиған қандақ усуллар бар? Көплигән кишиләргә ярдәм бәргән бәш усулни әстә сақливелиң.
Мувапиқ бир муһитни яритиң. Муқәддәс китапни оқуғанда, диққитиңиз чечилип кәтмәслиги үчүн тинч җай тепиң. Йетәрлик йоруқлуқ вә сап һаваму диққитиңизни оқушқа мәркәзләштүрүшкә ярдәм бериду.
Тоғра көзқараш билән оқуң. Муқәддәс китап әрштики Атимиз бизгә чүшәргән китаптур. Шуңа, бу китапни оқушниң көпирәк пайдисини көрүш үчүн уни худди кичик бала өз көйүмчан дадисиниң сөзини көңүл қоюп тиңшиватқандәк оқуң. Әгәр бу китапқа қарита сәлбий, натоғра көзқарашта болсиңиз, Худа сизгә тәлим берәлиши үчүн әшу көзқарашларни бир чәткә қайрип қоюң (Зәбур 25:4, [24:4]).
Оқуштин илгири дуа қилиң. Муқәддәс китапта Худаниң ой-пикирлири йезилғанлиқтин, уларни чүшиниш үчүн биз Униң ярдимигә муһтаҗ. Худа «Униңдин муқәддәс роһни сориғанларға» беридиғанлиғини вәдә бәргән (Луқа 11:13). Муқәддәс роһ Худаниң ой-пикирлирини чүшинишиңизгә ярдәм берәләйду. Вақти кәлгәндә, бу роһ «һәтта Худаниң чоңқур ой-пикирлириниму» чүшинишиңиз үчүн зеһиниңизни ашиду (Коринтлиқларға 1-хәт 2:10, ҺЗ).
Оқуп чоңқур ойлиниң. Бирақла нурғун нәрсиләрни оқушқа тиришмаң. Оқуғанлириңиз үстидин чоңқур мулаһизә қилиң. Өз-өзүңиздин: «Ушбу шәхсниң қандақ пәзиләтлирини көрдүм? Униңдин қандақ үлгә алалаймән?»— дәп сораң.
Алдиңизға ениқ мәхсәтләрни қоюң. Муқәддәс китапни оқушниң пайдисини көрүш үчүн һәқиқий әһмийәтлик һаят кәчүрүшкә йетәкләйдиған әмәлий мәслиһәтләрни издәң. Өзүңизгә мундақ мәхсәтләрни қойсиңиз болиду: Худа һәққидә көпирәк билим елиш, иш-һәрикәтлиримни вә миҗәз-хулқумни өзгәртиш вә яхши әр яки аял болуш. Андин шу мәхсәтләргә йетишкә ярдәм беридиған Муқәддәс китаптики айәтләрни тепиң.
Әшу бәш усул оқушни башлашқа ярдәм бериду. Бирақ оқуштин техиму һузур елиш үчүн немә қилишқа болиду? Кейинки мақалидә бәзи мәслиһәтләрни көрүп чиқимиз.