МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТНИ ӨЗГӘРТИДУ
Өлүп кетишни халимиған едим!
ТУҒУЛҒАН ЖИЛИ: 1964
ДӨЛИТИ: АНГЛИЯ
ҚИСҚИЧӘ ТӘРИХИ: ИСИЯНЧИ ӨСМҮР АНА
ӨТМҮШТИКИ ҺАЯТИМ
Мән Лондон шәһириниң аһалиси зич җайлашқан Паддингтон районида туғулдум. Мән апам вә үч ачам биллә тураттим. Дадам һарақкәш болғач, кичигимдин таки чоң болғичә, униң билән турмуш кәчүргән вақтим бәк аз болған.
Балилиқ чеғимда апам маңа ухлашниң алдида дуа қилишни үгәткән. Мениңдә пәқәт Зәбур китавини өз ичигә алған кичиккинә Муқәддәс китап бар еди. Бу китапқа асаслинип, мән өзүм нахшиларни иҗат қилип ейтаттим. Бир күни мән бир китапта йезилған сөзләрни оқуғинимда, улар калламға кирип есимдин чиқматти: «Һаман бир күни әтә болмайду». Бу гәп маңа арам бәрмәтти вә кечичә ухлимай өз-өзүмдин: «Һаятниң мәнаси болуши керәк. Немә үчүн дунияға кәлдим?»— дәп сорап, келәчәк тоғрисида дайим ойлаттим. Мән өлүп кетишни халимиған едим!
Сеһиргәрликкә қизиқидиған болдум. Өлгәнләр билән параңлишишқа тиришаттим. Мәктәптики достлирим билән қәбирстанлиқларға бараттуқ вә улар билән биллә қорқунучлуқ фильмларни көрәттуқ. Буларниң һәммиси биз үчүн һәм қизиқарлиқ һәм қорқунучлуқ еди.
10 йешимда яман йолға кирип қалдим. Тамака чекишкә башлап, дәрһалла тамакиға хумар болуп қалдим. Кейинәрәк зәһәр чекишкә башлидим. 11 йешимда спиртлик ичимликләрни тетип баққан едим. Тәмини яқтурмиған болсиму, мәс қилидиған тәсирини яқтурдум. Мән нахша-музикиға вә усул ойнашқа амрақ едим. Пурсәтни қолдин бәрмәй, олтиришларға вә кәчлик клубларға бараттим. Кечичә сиртларда жүрүп, таң сәһәрдә өйгә қайтип келәттим. Әтиси чарчап қаттиқ уйқум келип, мәктәпкә барматтим. Мәктәпкә барған тәғдирдиму, дайим тәнәпусларда һарақ ичәттим.
Мәктәпни бәк төвән нәтиҗә билән тамамлидим. Мениң яман йолға кирип кәткәнлигимдин хәвири йоқ апам буни аңлап маңа қаттиқ аччиқланди. Биз қаттиқ такаллишип кәттуқ вә мән өйдин қечип кәттим. Бир мәзгил жигитим Тони биллә турдум. У ушшақ-чүшшәк нәрсиләрни оғурлатти вә зәһәр сататти, кишиләр арисида у интайин шәпқәтсиз адәм дегән нам-атиғи бар еди. Көп өтмәй, мән һамилдар болуп вә 16 йешимда оғлимизни туғдум.
МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТТИ
Той қилмиған анилар билән бовақлар ятақханисида турған мәзгилдә, биринчи қетим Йәһва гувачилирини учраттим. Йәрлик һөкүмәт маңа бир бөлүмни аҗритип бәрди. Икки аял Йәһва гувачилири келип, башқа яш аниларни йоқлап туратти. Бир күни мән уларниң муһакимисигә қатнаштим. Мән уларға Гувачилар адишип кәткәнлигини испатлап бәрмәкчи едим. Бирақ әшу аяллар Муқәддәс китапни ишлитип, сәвирчанлиқ билән көплигән соаллиримға ениқ җавапларни бәрди. Улар шунчилик ақ көңүл вә мулайим еди. Мән уларни яқтуруп қалдим. Шуңа, мән улар билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгинишкә башлидим.
Көп өтмәй, Муқәддәс китаптин үгәнгәнлирим һаятимни өзгәртти. Балилиқ чеғимдин өлүмдин қорқаттим. Мана әнди, Әйсаниң тирилиш һәққидики тәлимини биливалдим (Йоһан 5:28, 29). Шуниңдәк, Йәһваниң шәхсән маңа ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини чүшәндим (Петрусниң 1-хети 5:7). Болупму, Йәрәмия 29:11-айәттики Худаниң сөзлири маңа қаттиқ тәсир қилди: «Мән силәргә немә ишларни орунлаштурғанлиғимни билимән. Мән силәргә шуни ейтип қояйки, Мениң силәргә зәхмәт йәткүзидиған әмәс, бәлки силәрни гүлләндүрүп, үмүткә толған кәлгүсини ата қилидиған орунлаштурушум бар». Мән йәр йүзидики җәннәттә яшаш үмүтигә ериштим (Зәбур 37:29 [36:29]).
Йәһва гувачилири маңа сәмимий меһир-муһәббитини көрсәткән. Биринчи қетим уларниң жиғилишиға барған вақит һелиму есимдә, у йәрдә иллиқ вә достанә кәйпият һөкүм сүргән еди (Йоһан 13:34, 35). Мән илгири чиркода дәл әксинчә муамилигә учриған едим. Гувачилар шараитлиримға қаримай, маңа меһрибанлиқ билән муамилә қилатти. Улар вақит чиқирип маңа көңүл бөләтти вә ярдәм қолини сунатти. Мән өзүмни меһир-муһәббәткә толған чоң бир аилиниң әзасидәк һис қилдим.
Муқәддәс китапни үгәнгәндә, Худаниң жуқури тәләп-өлчәмлиригә мас яшаш үчүн һаятимни өзгәртишим керәклигини чүшәндим. Қийин болған болсиму, тамака чекишни ташлидим. Шуниң билән биргә бәзи музикиларниң зәһәр чекиш истигинимни күчәйткәнлигини чүшинип йәттим. Шуңа мән шундақ музыкини тиңшашни тохтаттим. Мәс болғичә ичиш вәсвәсисигә берәлмәслик үчүн олтиришларға вә кәчлик клубларға беришни тохтаттим. Униңдин башқа, маңа яхши тәсир қилидиған вә жуқури әхлақий өлчәмләргә мас һаят кәчүридиған достларни таптим (Пәнд-нәсиһәтләр 13:20).
Шу вақитта Тониму Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китап үгинишини башлиди. Гувачилар Муқәддәс китапқа асаслинип, униң соаллириға җавап бәрди. У һәқиқәтни тапқанлиғиға көз йәтти. Тони һаятини пүтүнләй өзгәрди: ағинилири билән алақисини тохтатти, ушшақ оғурлуқ қилмишлиридин қол үзди вә зәһәр чекишни ташлиди. Биз иккимиз Йәһва Худани хурсән қилиш үчүн әхлақсиз турмушимизни өзгәрттуқ вә оғлимизни аилә шат-хорамлиғи ичидә чоң қилиш үчүн 1982-жили никайимизни қанунлуқ тизимлаттуқ.
«Әнди келәчәк вә өлүм һәққидики ой-пикирләр кечичә ғәм-тәшвишкә салидиған мени қийнимайду»
Һаятимни өзгәртишни халиғач, «Күзитиш мунари» вә «Ойғиниш!» a журналлиридин маңа охшаш һаятини өзгәртәлигән кишиләрниң тәрҗимиһаллирини издигәнлигим есимдә. Бундақ һекайиләр мени һәқиқәтән һаяҗанландуратти! Улар мени бошашмай, күрәш қилишқа дәвәт қилатти. Мән Йәһвадин мени ташлимаслиқни өтүнүп сориған едим. 1982-жили июль ейида Тони билән иккимиз Йәһва гувачилири сүпитидә суға чөмдүрүлдуқ.
ҺАЯТИМ ҚАНДАҚ ЯХШИЛАНДИ?
Тәңри Йәһва билән достлуқ орнитиш җенимни қутқузуп қалди. Қийин пәйтләрдә, Тони иккимиз Худаниң қоллап-қувәтлигини һис қилаттуқ. Мүшкүл күнләрдә Йәһваға ишәнч бағлашни үгәндуқ вә Униң аилимизгә һемишәм яр-йөләк болғанлиғини һис қилаттуқ (Зәбур 55:22 [54:23]).
Мән оғлимиз вә қизимизниң Йәһвани чин қәлбидин сөйүшни үгинишигә ярдәм берәлигәнлигимдин хошалмән. Һазир болса, уларму бизгә охшаш өз пәрзәнтлирини Худани чин қәлбидин сөйүшкә үгитиватқанлиғини көрүп, көңлүм сөйүнүп кетиду.
Әнди келәчәк вә өлүм һәққидики кечичә ғәм-тәшвишкә салидиған ой-пикирләр мени қийнимайду. Тони иккимиз һәр һәптә Йәһва гувачилириниң җамаәтлирини зиярәт қилип, етиқатдашлиримизға илһам беримиз. Улар билән бирликтә башқиларниңму мәңгү яшаш үмүтигә еришиши үчүн Әйса пәйғәмбәргә ишәнч қилишқа ярдәм берип келимиз.
a Йәһва гувачилири нәшир қилған.