Дунияни һәқиқәтән ким башқуриватиду
Сизниң ойиңизчә . . .
-
Худаму?
-
адәмләрму?
-
башқа бириму?
МУҚӘДДӘС КИТАПТА БУ ҺӘҚҚИДӘ НЕМӘ ЕЙТИЛҒАН?
«Пүткүл дуния Шәйтанниң һөкүми астида болмақта» (Йоһанниң 1-хети 5:19).
«Худа Оғли кәлдики, униң мәхсити — Иблисниң ишлирини бузуш» (Йоһанниң 1-хети 3:8).
БУНИ БИЛИШНИҢ ҚАНДАҚ ПАЙДИСИ БАР?
Дуниядики қийинчилиқларниң сәвәвини чүшинисиз (Вәһий 12:12).
Дуниядики әһвалниң яхшилинишиға ишәнчлик болисиз (Йоһанниң 1-хети 2:17).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ БУ СӨЗЛӘРГӘ ИШИНИШКӘ БОЛАМДУ?
Һә, буниң кам дегәндә үч сәвәви бар:
-
Шәйтанниң һөкүмранлиғи ахирлишиду. Яратқучимиз Йәһва Худа Шәйтанниң һакимийитини тохтатмақчи. У Шәйтанни йоқ қилип, инсанийәтни униң тәсиридин толуғи билән азат қилишқа вәдә қилған (Ибранийларға 2:14).
-
Худа инсанийәтни башқуруш үчүн Әйса пәйғәмбәрни таллиған. Әйса дүнияниң һазирқи зулум, тәкәббур һөкүмрани Шәйтанға һәргиз охшимайду. Әйсаниң қандақ Падиша болидиғанлиғини Худа мундақ тәсвирлигән: «Намратқа вә муһтаҗға ич ағритиду, кәмбәғәлләрниң җенини қутқузиду. Қуллуқ һәм зорлуқ-зомбилиқтин айриду вә униң көзидә уларниң қени бебаһа болиду» (Зәбур 72:13, 14).
-
Худа ялған ейтмайду. Муқәддәс китапта Худа ялған сөзлимәйду дәп йезилған (Ибранийларға 6:18). Худа бирәр нәрсини вәдә қилса, әмәлгә ашурмай қалмайду (Йәшая 55:10, 11). Демәк, мошу -дунияниң һөкүмрани Шәйтан чоқум йоқ қилиниду (Йоһан 12:31).
МОШУ ҺӘҚҚИДӘ ОЙЛИНИП КӨРҮҢ:
Дунияниң һазирқи һөкүмрани йоқ қилинғанда, әһвалимиз қандақ болиду?
Буниң җававини Муқәддәс китапниң мошу айәтлиридин тапалайсиз: ЗӘБУР 37:10, 11 вә ВӘҺИЙ 21:3, 4.