21-САВАҚ
Бәйтәл дегән немә?
Бәйтәл ибраний тилида «Худаниң өйи» дегән мәнани билдүриду (Яритилиш 28:17, 19). Вәз ишиға рәһбәрлик қилип, уни қоллаш үчүн дуния йүзи бойичә селинған имарәтләргә мошундақ нам лайиқ. Рәһбәрлик кеңәш АҚШниң Нью-Йорк штатида җайлашқан дуниявий баш идаридә хизмәт қилиду. У шу йәрдин һәрхил мәмликәтләрдики филиалларниң паалийитини назарәт қилиду. Бәйтәлләрдә хизмәт қиливатқанлар Бәйтәл аилиси дәп атилиду. Улар бир аилиниң қериндашлиридәк яшап, хизмәт қилиду, биллә тамақлиниду һәм бирликтә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиду (Зәбур 133:1).
Аилә әзалири башқиларға ғәрәзсиз хизмәт қилидиған алаһидә җай. Һәрбир бәйтәллик өз һаятини Худаниң ирадисини орунлашқа беғишлиған болуп, Падишалиқниң мәнпәитини биринчи орунға қоюп толуқ вақит хизмәт қилиду (Мәтта 6:33). Уларниң һечбири мааш алмайду, лекин һәммисигә бир бөлмидин берилиду вә тамақ һәм шәхсий чиқимларни көтириш үчүн маддий ярдәм бөлиниду. Һәрбир бәйтәллик бәлгүлүк бир бөлүмдә хизмәт қилишқа тайинлиниду. Бәзилири офиста, ашханида, басмиханида яки китап түпләйдиған ишханида ишлисә, башқилири бөлмиләрни бесиқтуриду, кирханида яки техникилиқ хизмәт көрситиш бөлүмидә ишләйду.
Вәзилик паалийәтни қоллап-қувәтләйдиған җай. Һәрбир бәйтәлликниң асасий мәхсити — Муқәддәс китаптики һәқиқәтни мүмкинқәдәр көп адәмгә йәткүзүш. Униң бир мисали — қолуңиздики китапчә. У Рәһбәрлик кеңәшниң башқуруши билән йезилип, дуния йүзи бойичә йүзлигән тәрҗимә топлириға электронлуқ түрдә әвәтилди, Бәйтәлниң бирнәччә басмиханисида жуқури сүръәтлик әсвап-үскүнләрдә бесип чиқирилип, 118 000дин артуқ җамаәткә йәткүзүлди. Мәзкүр басқучларниң һәрбиригә қизғин қатнишиш арқилиқ Бәйтәл аилиси дуниядики әң җиддий тапшуруққа — хуш хәвәрни вәз қилишқа — өз һәссисини қошиду (Марк 13:10).
-
Бәйтәлдә кимләр хизмәт қилиду вә улар немә билән тәминләнгән?
-
Бәйтәлдә қандақ җиддий иш қилиниду?