Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

3-САВАҚ

Муқәддәс китаптики һәқиқәт қандақларчә қайтидин йорутулған?

Муқәддәс китаптики һәқиқәт қандақларчә қайтидин йорутулған?

Муқәддәс китап тәтқиқатчилири, 1870-жиллар

«Күзитиш мунариниң» дәсләпки сани, 1879-жил

Һазирқи «Күзитиш мунари»

Худаниң Сөзидә Мәсиһниң өлүмидин кейин дәсләпки мәсиһийләрниң арисида сахта пәйғәмбәрләр пәйда болуп, Муқәддәс китаптики һәқиқәтни бурмилаветидиғанлиғи бәшарәт қилинған (Әлчиләр 20:29, 30). Вақит өтүп, нәқ шундақ болди. Бу адәмләр Әйса Мәсиһниң тәлимлирини сахта дин тәлимлири билән арилаштурувәтти, шундақ қилип, сахта мәсиһийләрниң дини пәйда болди (Тимотийға 2-хәт 4: 3, 4). Муқәддәс китапниң һәқиқәтән немигә үгитиватқанлиғини тоғра чүшинидиғанлиғимизға қандақ көз йәткүзсәк болиду?

Йәһва Худаниң һәқиқәтни нәмаян қилидиған вақти кәлди. Худа ахир заманда «[Һәқиқий] билим ашурулидиғанлиғини» алдин-ала ейтқан (Даниял 12:4). 1870-жили һәқиқәтни издигәнләрниң кичик бир топи көплигән чирко тәлиматлириниң Муқәддәс китапқа асасланмиғанлиғини чүшәнди. Шуңа улар Муқәддәс китап һәқиқәтән немигә үгитидиғанлиғини тәтқиқ қилишни башлиди. Йәһва болса, уларни бәрикәтләп, Язмиларни чүшинишигә ярдәм бәрди.

Сәмимий адәмләр Муқәддәс китапни пухта тәтқиқ қилди. Йәһва гувачилириға йол ачқан әшу қизғин тәтқиқатчилар Муқәддәс китапни мавзулар бойичә муһакимә қилған. Бу усул бизниң күнимизгичә қоллинилмақта. Тәтқиқатчилар чүшинишкә қийин болған айәтни учратқанда, уни чүшиниш үчүн қошумчә айәтләрни издигән. Кейин Муқәддәс китапниң башқа қисимлириға мас келидиған хуласигә келип, уни йезивалатти. Шундақ қилип улар Муқәддәс китапниң өз-өзини чүшәндүрүшигә йол қойған. Худаниң исми вә Падишалиғи, инсанийәткә һәм йәр йүзигә тегишлик нийити, өлгәнләрниң һалити вә тирилишкә болған үмүт тоғрисидики һәқиқәт қайтидин йорутулди. Мошундақ тәтқиқ қилиш арқилиқ улар көплигән ялған тәлиматлардин вә урп-адәтләрдин азат болди (Йоһан 8:31, 32).

1879-жили Муқәддәс китап тәтқиқатчилири һәқиқәтни барлиқ адәмләргә ейтишниң вақти кәлгәнлигини чүшәнди. Шуңа улар шу жилдин башлап та һазирғичә чиқиватқан «Күзитиш мунари» журналини нәшир қилишқа башлиди. Биз Муқәддәс китап һәқиқитини 240 мәмликәт вә территорияләрдә 750тин ошуқ тилда җакалаймиз. Һәқиқий билим буниңдин бурун һечқачан мунчилик мол болған әмәс!

  • Мәсиһ өлгәндин кейин Муқәддәс китаптики һәқиқәт билән немә болди?

  • Худа Сөзидики һәқиқәтни қайтидин йорутушимизға немә ярдәм бәрди?