14-САВАҚ
Пешқәдәмләргә тәлим бериш үчүн қандақ мәктәпләр қараштурулған?
Йәһва гувачилириниң тәшкилатида теократиялик билимгә дайим алаһидә диққәт бөлүниду. Падишалиқ һәққидики хәвәрни җакалашқа көп вақтини беғишлайдиған хизмәтчиләр үчүн «хизмитини толуқ мөлчәрдә атқурушқа» ярдәм беридиған мәхсус мәктәпләр уюштурулған (Тимотийға 2-хәт 4:5).
Пешқәдәмләр мәктиви. Толуқ вақитлиқ хизмәтни бир жил атқурған пешқәдәм адәттә йеқин арида җайлашқан Ибадәт өйидә өткүзүлидиған 6 күнлүк мәктәпкә тәклип қилиниду. Бу мәктәпниң мәхсити — пешқәдәмгә Йәһва Худаға техиму йеқинлишишқа вә хизмәтниң барлиқ саһасида маһир болуп, Тәңримизгә садиқ хизмәт қилишни давамлаштурушқа ярдәм бериш.
Падишалиқ җакалиғучилириға арналған мәктәп. Бу 2-айлиқ мәктәпниң мәхсити — алаһидә еһтияҗ бар территорияләрдә хизмәт қилишқа тәйяр болған тәҗрибилик пешқәдәмләргә тәлим бериш. Улар йәрдә яшиған әң улуқ Җакалиғучи Әйса Мәсиһниң үлгисигә әгишип: «Мана мән! Әвәткәйсән мени!» — дәватиду. (Йәшая 6:8; Йоһан 7:29). Өйдин жирақ йәргә көчүшни халайдиғанлар аддий һаят кәчүрүшкә тәйяр болуши керәк. У йәрниң мәдәнийити, климити вә тамиғи тамамән башқичә болуши мүмкин. Бәлким, уларға йеңи тилни үгинишкә тоғра келиду. Бу мәктәпкә 23—65 яш арилиғидики той қилмиған қериндаш вә бурадәрләр һәм әр-аяллар тәклип қилиниду. Мошу мәктәп уларға хизмәттә керәк болидиған роһий хисләтләрни риваҗландурушқа һәм Йәһва Худаға вә униң тәшкилатиға көпирәк пайда беридиған қабилийәтләргә еришишкә ярдәм бериду.
Күзитиш мунариниң Гилиад Муқәддәс китап мәктиви. «Гилиад» дегән сөз «гува дөңи» дегән мәнани билдүриду. Гилиад мәктиви 1943-жили тәшкил қилинған. Шу вақиттин башлап бу мәктәпни тамамлиған 8000дин ошуқ бурадәр-қериндаш «зәминниң қириғичә» гувалиқ бериш үчүн миссионер болуп тайинланған еди. (Әлчиләр 13:47). Миссионерлар Перуға биринчи қетим кәлгәндә, у йәрдә бирму җамаәт болмиған, һазир болса, у йәрдә 1000дин ошуқ җамаәт бар! Миссионерлар Япониядә хизмәт қилишни башлиғанда, у йәрдә онму Гувачи йоқ еди, һазир болса, уларниң сани 200 000дин ашти. Бу 5 айлиқ тәлим бериш курсида Худаниң Сөзи әстаидил тәтқиқ қилиниду. Бу мәктәпкә мәхсус пешқәдәмләр, миссионерлар, филиалларда хизмәт қиливатқанлар вә наһийилик назарәтчиләр тәклип қилиниду. Бу мәктәп уларни дуния йүзи бойичә атқурулуватқан паалийәтни қоллашқа тәйярлайду.
-
Пешқәдәмләр мәктивиниң мәхсити немә?
-
Падишалиқ җакалиғучилириға арналған мәктәп кимләр үчүн уюштурулған?