Худадин кәлгән хуш хәвәр!
Худадин кәлгән хуш хәвәр дегән немә? Немишкә биз униңға ишинәләймиз? Бу китапчидә Муқәддәс китап һәққидики кәң тарқалған соалларниң җаваплири бар.
Бу китапчини қандақ пайдилиниш керәк
Бу китапчиниң ярдими билән сиз Худа тоғрисида Униң Сөзи — Муқәддәс китаптин биләләйсиз. Сиз өзүңизниң Муқәддәс китапни пайдилинип нәқил кәлтүрүлгән айәтләрни қандақ тепишқа болидиғанлиғини биливелиң.
1-САВАҚ
Хуш хәвәр немә һәққидә?
Худаниң хуш хәвириниң мәнаси немидә екәнлигини, немишкә бүгүн бу хәвәр шундақ муһим екәнлигини һәм биз немә қилишимиз керәклигини биливелиң.
3-САВАҚ
Муқәддәс китап Худадин кәлгәнлигини қәйәрдин билимиз?
Муқәддәс китапниң Худадин кәлгәнлигини биз қәйәрдин билимиз?
4-САВАҚ
Әйса Мәсиһ дегән ким?
Әйсаниң немишкә өлгәнлигини, төләм дегән немә екәнлигини һәм Әйсаниң һазир немә қиливатқанлиғини биливелиң.
5-САВАҚ
Худаниң йәргә тегишлик нийити қандақ?
Муқәддәс китап Худа немә үчүн йәрни яратқанлиғини, қайғу-һәсрәт қачан болмайдиғанлиғини, йәр һәм униңда яшаватқанлар билән келәчәктә немә болидиғанлиғини чүшәндүриду.
6-САВАҚ
Мәрһумлар үчүн қандақ үмүт бар?
Өлгәндин кейин биз билән немә болиду? Аләмдин өткән йеқин адәмлиримизни қайтидин көрәләймизму?
7-САВАҚ
Худа Падишалиғи дегән немә?
Худа Падишалиғиниң Падишаси ким һәм Худа Падишалиғи немиләрни қилидиғанлиғини биливелиң
8-САВАҚ
Худа немишкә азап-оқубәткә йол қойиду?
Явузлуқ қандақ пәйда болған һәм немишкә Худа мошу вақитқичә азап-оқубәткә йол қоюватиду? Азап-оқубәтләр болмайдиған вақит келәмду?
9-САВАҚ
Бәхитлик аиләвий турмушниң сири немидә?
Йәһва, бәхитлик Худа, аилиләрниң бәхитлик болушини халайду. Әрләр, аяллар, ата-анилар вә балилар үчүн Муқәддәс китапниң әмәлий мәслиһәтлири.
10-САВАҚ
Һәқиқий динни қандақ тепишқа болиду?
Һәқиқий дин — бирму яки көпму? Худаниң һәқиқий хизмәтчилирини пәриқ қилидиған бәш усулни қарап чиқиң.
11-САВАҚ
Немишкә Муқәддәс китапниң принциплири бойичә яшаш тоғра?
Әйса биз немишкә башчилиққа муһтаҗ екәнлигимизни һәм Муқәддәс китапниң икки муһим принципини чүшәндүргән.
12-САВАҚ
Худаға қандақ йеқинлашсақ болиду?
Худа барлиқ дуаларни аңламду, биз қандақ дуа қилишимиз керәк һәм Худаға йеқинлишиш үчүн йәнә немә қилалайдиғинимизни биливелиң.
13-САВАҚ
Ялған динлар билән немә болиду?
Барлиқ адәмләр бирлишип бирдинбир һәқиқий Худаға ибадәт қилидиған вақит келәмду?
14-САВАҚ
Худа тәшкилати немә үчүн керәк?
Муқәддәс китап бизгә мәсиһийләр немә үчүн һәм қандақ тәшкилланғанлиғини ейтиду.
15-САВАҚ
Немишкә Худа һәққидә билим елишни тохтатмаслиқ керәк?
Худа һәққидики билимлириңиз башқиларға қандақ пайда әкелиши мүмкин? Сизниң Муқәддәс китапни үгинишиңиз Худаға болған мунасивитиңизгә қандақ тәсир қилиду?