Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

7-САВАҚ

Худа Падишалиғи дегән немә?

Худа Падишалиғи дегән немә?

1. Худа Падишалиғи дегән немә?

Немишкә Әйса әң яхши Падиша? (МАРК 1:40—42)

Худа Падишалиғи — асмандики һөкүмәт. У барлиқ инсан һөкүмәтлириниң орниға Өзиниң Падишалиғини орнитиду. Мошу һөкүмәт Худаниң ирадисини асмандикидәк йәр йүзидиму әмәлгә ашуриду. Падишалиқ тоғрисида хәвәр — хошаллиқ хәвәр. Йеқин арида Худа Падишалиғи адәмзатниң яхши һөкүмәт болуш арминини моҗут қилиду. У йәрдики барлиқ турғунларни инақ қилиду (Даниял 2:44; Мәтта 6:9, 10; 24:14 оқуп чиқиң).

Һәрқандақ падишалиқниң башчиси падиша. Йәһва асман Падишалиғиниң Падишаси қилип Өзиниң Оғли Әйса Мәсиһни тайинлиди (Вәһий 11:15 оқуп чиқиң).

«Худа Падишалиғи дегән немә?» дегән видеони көрүң

2. Немишкә Әйса әң яхши Падиша?

Әйса әң яхши Падиша, чүнки у рәһимлик һәм адил (Мәтта 11:28—30). У асман Падишаси, шуңа адәмзатқа ярдәм беришкә күч-қудрити йетиду. Әйса тирилдүрүлгәндин кейин асманға чиқип кәтти. У Йәһваниң оң йенида олтарди (Ибранийларға 10:12, 13). Вақит-саат кәлгәндә Худа Әйсаға һакимийәтни бәрди һәм у һөкүмранлиқ қилишни башлиди (Даниял 7:13, 14 оқуп чиқиң).

3. Әйса билән биллә кимләр һакимдарлиқ қилиду?

Муқәддәс китапта «муқәддәсләр» дәп аталған адәмләр Әйса билән биллә асманда һөкүмранлиқ қилиду (Даниял 7:27). Уларни Йәһва Өзи таллайду. Бу топниң ичигә биринчи болуп Әйсаниң садиқ әлчилири кирди. Йәһва Худа садиқ әрләрни вә аялларни — «муқәддәсләрни» — бизниң күнлиримизгичә таллашни давамлаштуриватиду. Әйсаға охшаш уларму роһий тәндә тирилдүрүлиду (Йоһан 14:1—3; Коринтлиқларға 1-хәт 15:42—44 оқуп чиқиң).

Асманға нәччә адәм бариду? Әйса уларни «кичик пада»,— дәп атиди (Луқа 12:32). Уларниң сани 144 000 болиду. Улар Әйса билән йәр үстидин һөкүмранлиқ қилиду (Вәһий 14:1 оқуп чиқиң).

4. Әйсаниң һөкүмранлиғи немидин башланди?

Худа Падишалиғи 1914-жилдин башлап падишалиқ қиливатиду *. Әйса Шәйтан вә униң җинлирини йәргә ташлап өз һөкүмранлиғини башлиди. Шәйтан қаттиқ ғәзәплинип қәһрини адәмзатқа төкти (Вәһий 12:7—10, 12). Шу вақиттин башлап адәмзат азап чекиватиду. Урушлар, ачарчилиқ, жуқумлуқ кесәлләр вә йәр тәврәшләр йәр-йүзигә тарқалди. Буниң һәммиси Худа Падишалиғиниң йеқинлишиватқининиң бәлгүлири (Луқа 21:7, 10, 11, 31 оқуп чиқиң).

5. Худа Падишалиғи немиләрни қиливатиду?

Худа Падишалиғиниң дуния йүзи бойичә жүргүзиватқан вәзилик ишиниң арқисида барлиқ хәлиқләрдин адәмләр иттипақлишиватиду. Миллионлиған мөмүн адәмләр Әйсаниң һөкүмранлиғиға бойсунушни таллиди. Худа Падишалиғи мошу зулум дунияни йоқ қилғанда, уларни аман қалдуриду. Шуңа ким Худаниң Падишалиғи астида яшашни халиса, Әйсаға қулақ селиши керәк (Вәһий 7:9, 14, 16, 17 оқуп чиқиң).

Әйсаниң миң жиллиқ һөкүмранлиғида Падишалиқ Худаниң адәмзатқа болған авалқи нийитини әмәлгә ашуриду. Йәр йүзи җәннәткә айлиниду. Андин кейин Әйса Падишалиқни Худаға тапшуриду (Коринтлиқларға 1-хәт 15:24—26). Худа Падишалиғи һәққидә кимгә ейтип беришни халайсиз? (Зәбур 37:10, 11, 29 оқуп чиқиң).

 

^ 6-абзац 1914-жилға көрситилгән бәшарәтләр «Муқәддәс китапта немә ейтилиду?» дегән китапниң 215–218 бәтлириригә қараң.