1-СОАЛ
Мән қандақ адәм?
СИЗ НЕМӘ ҚИЛАТТИҢИЗ?
Мону вәзийәтни тәсәввур қилиң: бойиға йәтмигән Карина исимлиқ қиз олтурушқа келиду. Кәлгинигә 10 минутла болуп, у тонуш бир авазни аңлайду.
«Бу йәрдә немә дәп бекар туруватисиз?»
Карина кәйнигә бурулуп қариса, қолиға икки ичимликни тутқан Җәнәт тур екән. У ичимликниң бирини Каринаға берип: «Мону сизгә. Лекин мән техи кичик демәңа»,— деди.
Карина «яқ, ичмәймән» дәп ейтқуси кәлди, бирақ Җәнәт униң йеқин дости әмәсму? Җәнәт уни көңүл көтиришни билмәйдиған, зерикәрлик адәм дәп ойлап қалсичу? Униңдин ташқири, Җәнәт яхши қизларниң бири. «Демәк, әгәр у ичсә, буниң һеч ямини йоқ. Бу аддийла ичимлик, нәшә чекиштәк яман әмәсқу»,— дәп өзини алдайду Карина.
Әгәр сиз Каринаниң орнида болсиңиз, немә қилаттиңиз?
ТОХТАП, ОЙЛИНИП КӨРҮҢ!
Мошундақ вәзийәттә дана қарар қилиш үчүн, қандақ адәм екәнлигиңизни, йәни немигә ишинип, көзқаришиңиз қандақ екәнлигини ениқ билишиңиз керәк. Шу чағда һечкимниң сизни башқурушиға йол қоймай, дайим өзүңиз тоғра көргән қарарни қобул қилалайсиз (Коринтлиқларға 1-хәт 9:26, 27).
Бундақ қабилийәтни қандақ риваҗландуралайсиз? Авал төвәндики төрт соалға җавап берип көрүң.
1. МЕНИҢ КҮЧЛҮК ТӘРӘПЛИРИМ ҚАНДАҚ?
Қабилийәтлириңиз билән яхши хисләтлириңизни билгиниңиз өзүңизгә болған ишәнчиңизни күчәйтиду.
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ МИСАЛ. Әлчи Паул: «Сөздә чевәр болмисамму, билимләрдә ундақ әмәс»,— дегән (Коринтлиқларға 2-хәт 11:6). Башқилар уни көзгә илмисиму, Язмиларни яхши билгән Паул мустәһкәм туралиған. Һә, Паул уларниң сәлбий сөзлириниң өзигә болған ишәнчини аҗизлаштурушиға йол қоймиған (Коринтлиқларға 2-хәт 10:10; 11:5).
ӨЗҮҢИЗНИ ТӘКШҮРҮП КӨРҮҢ. Бу йәргә сиздә бар қабилийәтни яки қолуңиздин келидиған бирәр ишни йезип қоюң.
Әнди яхши хисләтлириңизниң бирини тәсвирләп йезиң. (Мәсилән, сиз ғәмхорчан, мәрт, тайинишқа лайиқ яки кечикмәйдиған адәмму?)
2. МЕНИҢ АҖИЗ ТӘРӘПЛИРИМ ҚАНДАҚ?
Ағамчиниң чиригән йери үзүлүп кетидиғанға охшаш, яман тәрәплириңизни өзгәртишкә тиришмисиңиз, оңайла бесимға берилишиңиз мүмкин.
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ МИСАЛ. Паул өзиниң камчилиқлирини яхши билгән. У мундақ дәп язған: «Ички адимим бойичә Худа қанунидин бәһрилинимән, бирақ әзалиримда әқлимниң қануниға қарши чиқидиған башқа қанунни көримән. Бу қанун мени әзалиримда моҗут болған гуна қануниниң мәһбуси қилиду» (Римлиқларға 7:22, 23).
ӨЗҮҢИЗНИ ТӘКШҮРҮП КӨРҮҢ. Өзгәртишкә лазим қайси аҗиз тәрипиңиз бар?
3. МЕНИҢ МӘХСӘТЛИРИМ ҚАНДАҚ?
Таксиға олтуруп, һайдиғучини машининиң бензини пүтмигичә бир йәрни чөгиләп жүрүшни сораттиңизму? Әлвәттә, яқ, чүнки бу наданлиқ болуп, сизгә қиммәт тохтатти.
Буниңдин қандақ савақ алалайсиз? Алдиңизға мәхсәт қоюп, униңға йетишкә интилсиңиз, бир йәрни қайта-қайта айлинип жүргәндәк болмайсиз. Башқичә ейтқанда, немигә қол йәткүзүшкә халайдиғанлиғиңизни вә уни қандақ қилишни ениқ билидиған болисиз.
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ МИСАЛ. Паул: «Мән немә үчүн жүгришимни билмәйдиған жүгригүчидәк жүгримәймән»,— дегән (Коринтлиқларға 1-хәт 9:26). У шамал нәгә чиқса, шу яққа учидиған йопурмаққа охшаш болмиған. Әксичә, алдиға ениқ мәхсәтләрни қоюп, уларға йетишкә күч салған (Филипиликләргә 3:12—14).
ӨЗҮҢИЗНИ ТӘКШҮРҮП КӨРҮҢ. Бу йәргә келәрки жили қандақ үч мәхсәткә йетишни халайдиғанлиғиңизни йезип қоюң.
4. МӘН НЕМИГӘ ИШИНИМӘН?
Ениқ көзқаришиңиз болмиса, өз-өзүңизгә ишәнчлик болмайсиз. Мундақ вәзийәттә, рәңгини өзгәртидиған хамелеонға охшаш, тәңдашлириңиздәк болушқа тиришидиған болисиз. Өз пикри йоқ адәмниң бир бәлгүси — дәл шу.
Көзқаришиңизға мас һәрикәт қилсиңиз, башқилар немә қилишидин қәтъийнәзәр, көзқаришиңиз мәһкәм екәнлигини көрситисиз.
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ МИСАЛ. Даниял пәйғәмбәр аилисидин жирақ йәргә елинғанда, еһтимал, у техи өсмүр еди. У қәйәрдә болмисун, Худа қанунлириға риайә қилишқа бәл бағлиған (Даниял 1:8). Шундақ қилип у кимлигини йоқатмай, етиқадиға бенаән һаят кәчүргән.
ӨЗҮҢИЗНИ ТӘКШҮРҮП КӨРҮҢ.
Сиз немигә ишинисиз? Мәсилән, Худаниң бар екәнлигигә ишинәмсиз? Худаниң бар екәнлигигә сизни немә ишәндүриду?
Худаниң әхлақий өлчәмлири сиз үчүн пайдилиқ екәнлиги билән келишәмсиз? Келишсиңиз, буниң сәвәвини чүшәндүрәләмсиз?
Шамал чиққанда чүшүп қалидиған йопурмақтәк болғуңиз келәмду яки боран-чапқунда мәһкәм туридиған дәрәққә охшиғуңиз келәмду? Қандақ адәм екәнлигиңизни билсиңиз, мәһкәм йилтиз тартқан дәрәқтәк болисиз. Шу чағда: «Мән қандақ адәм?» дегән соалға оңай җавап берәләйсиз.