2-СОАЛ
Немишкә мән ташқи көрүнүшүм һәққидә тәшвишлинимән?
СИЗ НЕМӘ ҚИЛАТТИҢИЗ?
Мону вәзийәтни тәсәввур қилиң: Гүлинур әйнәккә қариғансири, «мән семиз» дегән ойға келиду. Ата-аниси вә достлири униң «қорайдәк қуруқ» екәнлигини ейтсиму, у бәри бир «оруқлишим керәк» дәп ойлайду.
Йеқин арида болса, у «һеч болмиғанда бирнәччә килограммға оруқлишим керәк» дәп, бирнәччә күн ач жүрүшни қарар қилиду.
Әгәр сиздиму Гүлинурниңкигә охшаш һис-туйғу болса, немә қилаттиңиз?
ТОХТАП, ОЙЛИНИП КӨРҮҢ!
Ташқи көрүнүшиңиз қандақ екәнлиги һәққидә тәшвишлинишниң һеч ямини йоқ. Муқәддәс китапта Сарә, Раһил, Абигайил, Йүсүп вә Давут охшаш адәмләрниң чирайлиқ болғанлиғи йезилған. Шундақла Абишагниң «чирайлиқ бир қиз» болғанлиғиму йезилған (Падишалар 1-язма 1:4).
Бирақ көп яшлар ташқи көрүнүши һәққидә һәддидин ташқири тәшвишлиниду. Бу болса, җиддий қийинчилиқларға елип келиши мүмкин. Төвәндики мәлумат тоғрисида ойлинип көрүң:
-
Қошма Штатларда өткүзүлгән бир тәтқиқатқа бенаән, қизларниң 58 пайизи өзлириниң артуқ салмиғи барлиғини ейтти. Лекин, әмәлийәттә уларниң 17 пайизиниңла бу сөзлири испатланди.
-
Башқа бир тәтқиқатқа бенаән, һеч артуқ салмиғи болмиған аялларниң 45 пайизи өзлирини семиз дәп һесаплиған!
-
Оруқлашқа интилгән бәзи яшлар анорексия дегән ағриқниң қурбини болуп қалди. Ашқазан хизмитиниң бузулуши түпәйлидин адәм амалсиз ач жүриду вә бу кесәл адәмниң һаятиға хәвп туғдуриду.
Пәнд-нәсиһәтләр 17:17).
Әгәр сиз анорексия яки ашқазан хизмитиниң башқа бузулушидин зәрдап чәксиңиз, башқилардин ярдәм сораң. Әң авал, бу һәққидә ата-аниңизға яки башқа ишәнчлик чоң кишигә ейтип бериң. Муқәддәс китапта: «Һәқиқий дост һәрдайим саңа муһәббәт көрситәр, һәқиқий қериндаш болса, яман күнүң үчүн дунияға кәлгәндур»,— дәп йезилған (СИЗ ҚИЛАЛАЙДИҒАН ӘҢ ЯХШИ ӨЗГИРИШ
Һәқиқәтән адәмни гөзәлму, сәтму қилидиғанлиғи — униң ички дунияси. Давут падишаниң оғли Абшаломниң мисалини қараштурайли. Муқәддәс китапта у тоғрилиқ мундақ йезилған:
«Пүтүн Исраилниң арисида Абшаломдәк келишкән болуп, даңланған адәм йоқ еди... Униңда һеч әйип йоқ еди» (Самуилниң 2-язмиси 14:25).
Шундақ болсиму, бу яш жигит тәкәббур, шөһрәтпәрәс вә сатқун болған! Шуниң үчүн Муқәддәс Язмиларда Абшалом иҗабий тәрәптин тәсвирләнмәй, виждансиз, вапасиз, өчмәнликкә толған рәһимсиз адәм сүпитидә тилға елинған.
Шу сәвәптинму Муқәддәс китапта мундақ яхши мәслиһәт берилгән:
«Яратқучиға охшап, тоғра билимгә бенаән йеңилиниватқан йеңи шәхскә кийиниңлар» (Колосилиқларға 3:10).
«Силәрни сиртқи бир нәрсә: алаһидә өрүлгән чачлар, алтун зебу-зенәтләр вә есил кийимләр әмәс, әксичә, қәлбиңларда йошурулған — Худаниң нәзәридә интайин қиммәт баһалиқ болуп һесаплинидиған еғир-бесиқ һәм мулайим роһниң чиримас кийими безисун» (Петрусниң 1-хети 3:3, 4).
Гөзәл қияпәткә егә болушқа тиришишниң һеч ямини йоқ. Лекин сизниң қандақ адәм екәнлигиңиз, йәни ички дунияңиз, ташқи көрүнүштин көрә нәқәдәр әвзәл. Һәқиқәтән, адәмләрни сизгә җәлип қилидиғанлиғи келишкән фигура яки күчлүк бәдән әмәс, есил пәзиләтлириңиз. Филисия исимлиқ қиз мундақ дәйду: «Гөзәллик адәмниң диққитини бирдин җәлип қилиду. Амма биринчи новәттә адәмниң есида қалидиғанлиғи — сизниң қандақ адәм болғанлиғиңиз билән яхши хисләтлириңиз».
ТАШҚИ КӨРҮНҮШИҢИЗ ҚАНДАҚ?
Ташқи көрүнүшиңиз үчүн пат-пат чүшкүнлүккә чүшәмсиз?
Ташқи көрүнүшиңиздики қандақту бир камчилиқни түзитиш үчүн операция қилиш яки җиддий пәрһиз (диета) тутуш һәққидә ойлинип баққанму?
Қолуңиздин кәлсә, ташқи көрүнүшиңиздә немини өзгәртәттиңиз? (Сизгә мас келидиғанлиғини бәлгүләң.)
-
БОЮМНИ
-
САЛМИҒИМНИ
-
ЧЕЧИМНИ
-
ТӘН ШӘКЛИМНИ
-
ЧИРАЙИМНИ
-
БАШҚИСИНИ
Әгәр биринчи икки соалға «Һә» дәп җавап бәрсиңиз, 3-соалда болса, үч яки униңдин көп сөзни бәлгүлисиңиз, буни унтумаң: өзүңиз көңүл бөлидиған «камчилиқлириңизға» башқилар шунчилик көңүл бөлмәйду. Пәхәс болмисиңиз, ташқи көрүнүшиңиз һәққидә һәддидин ташқири тәшвишлинип, өзүңизгә зиян кәлтүрүшиңиз мүмкин (Самуилниң 1-язмиси 16:7).