Мәтта китави 24:1—51
-
МӘСИҺНИҢ ҺАЗИР БОЛУШИНИҢ АЛАМИТИ (1—51)
24 Әйса Ибадәтханидин чиқип кетиватқанда, шагиртлири униңға Ибадәтхана беналирини көрситиш үчүн униң йениға кәлди.
2 Әйса уларға: «Мана буларниң һәммисини көрүватамсиләр? Силәргә һәқни ейтип қояйки, бу йәрдә таш үстидә қоюлған таш қалмайду, һәммиси вәйран қилиниду»,— деди.
3 Әйса Зәйтун теғида олтарғанда, шагиртлири астағина йениға келип: «Бизгә ейтип бериңа, бу ишлар қачан йүз бериду вә сизниң һазир болушиңизни* вә заман* ахириниң келишини билдүридиған қандақ аламәтләр болиду?»— дәп сориди.
4 Әйса уларға мундақ җавап бәрди: «Һошияр болуңлар, һечким силәрни аздуруп кәтмисун,
5 чүнки нурғун кишиләр мениң исмим билән келип, “мән Мәсиһ” дәп көп кишиләрни аздуриду.
6 Силәр жирақ-йеқин җайларда йүз бәргән урушларниң хәвәрлирини аңлайсиләр. Буниңдин алақзадә болуп кәтмәңлар. Чүнки булар чоқум йүз бериши керәк. Амма бу техи ахири әмәс.
7 Бир милләт йәнә бир милләткә, бир дөләт йәнә бир дөләткә қарши уруш қилиду, җай-җайларда ачарчилиқ вә йәр тәврәшләр йүз бериду.
8 Лекин буларниң һәммиси толғақ азавиниң башлинишидур.
9 Шу чағда кишиләр силәргә зиянкәшлик қилишиду вә силәрни өлтүриду. Мениң исмим үчүн пүткүл хәлиқләр силәрдин нәпрәтлиниду.
10 Йәнә шу вақитта көплигән кишиләр имандин ваз кечиду, бир-биригә сатқунлуқ қилиду вә бир-биригә өчмәнлик қилиду.
11 Көплигән сахта пәйғәмбәрләр пәйда болуп, нурғун кишиләрни аздуриду;
12 қанунсизлиқ көпийип кәткәнликтин, көпинчә инсанларда сөйгү-муһәббәт совуп кетиду.
13 Лекин ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр қутқузулиду.
14 Бу Падишалиқ хуш хәвири дунияниң һәрқайси җайлирида барчә милләтләргә йәткүзүлүш үчүн вәз қилиниду, әйнә шу чағда ахири келиду.
15 Шуңлашқа, силәр Даниял пәйғәмбәр тилға алған вәйранчилиқ елип келидиған жиркиничлик нәрсиниң муқәддәс җайда турғанлиғини көргиниңларда (оқурмәнләр бу сөзниң мәнасини чүшәнсун),
16 Йәһудийәдә болғанлар тағларға қачсун.
17 Өгүздә болған киши өйидин бир нәрсә елиш үчүн пәскә чүшмисун.
18 Етиздики киши чапинини елишқа қайтмисун.
19 Шу күнләрдә һамилдар болған вә бала емитиватқан аялларниң һалиға вай!
20 Қачидиған вақтиңлар қиш күнлири яки Дәм елиш күнигә тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар.
21 Чүнки у чағда дуния яритилғандин буян та бүгүнгичә һечқачан болуп бақмиған вә буниңдин кейинму болмайдиған дәһшәтлик чоң балаю апәт болиду.
22 Әгәр шу күнләр қисқартилмиса, һечбир инсан қутулалмас еди, лекин талланғанлар үчүн шу күнләр қисқартилиду.
23 Әгәр шу чағда бири силәргә: “Мана қараңлар, Мәсиһ бу йәрдә” яки “Мәсиһ у йәрдә” десә, ишәнмәңлар.
24 Чүнки сахта мәсиһләр вә сахта пәйғәмбәрләр пәйда болиду вә мүмкин болса, һәтта талланғанларни аздуруш үчүн әҗайип аламәтләр вә мөҗүзиләрни көрситишиду.
25 Есиңларда болсунки, мән силәрни алдин-ала агаһландуруп қойдум.
26 Шуниң үчүн кимду-бири: “Қараңлар, Мәсиһ чөл-баяванда” десә, у йәргә бармаңлар, йәнә: “Қараңлар, Мәсиһ өйниң ичидә” десә, униңға ишәнмәңлар.
27 Чүнки чақмақ худди шәриқтә ялт-юлт қилип чеқип, ғәрипни һәм йорутқандәк, Инсан Оғлиниң һазир болушиму шундақ болиду.
28 Җәсәт қәйәрдә болса, бүркүтләр шу йәргә топлишиду.
29 У балаю апәтлик күнләр өтүп кәткәндин кейин, дәрһал қуяш қарийип, ай нурини чачмас болиду. Юлтузлар асмандин чүшиду вә асман җисимлири тәвринип кетиду.
30 У чағда асманда Инсан Оғлиниң аламити көрүниду, шуниң билән йәр йүзидики барчә милләтләр дәрт-пәряд ейтип, мәйдилиригә урушиду. Улар Инсан Оғлиниң көктики булутлар үстидә күч-қудрәт вә улуқ шан-шәрәп билән келиватқанлиғини көриду.
31 У җараңлиқ бир канай авази билән өз пәриштилирини әвәтиду вә пәриштиләр талланғанларни асманниң бир четидин йәнә бир четигичә, дунияниң төрт булуң-пушқиғидин жиғип, бир йәргә җәм қилиду.
32 Әнди әнҗир дәриғидин мундақ мисални үгиниңлар: униң шахлири көкирип, бих чиқирип, йопурмақлар өсүшкә башлиғанда, язниң йеқинлашқанлиғини билисиләр.
33 Худди шуниңдәк, силәр буларниң һәммисини көргәндә, Инсан Оғлиниң ишик алдиға келип қалғанлиғини билиңлар.
34 Силәргә һәқни ейтип қояйки, бу бир әвлат кишиләр йоқалмаста, шу ишларниң һәммиси йүз бериду.
35 Асман-зимин йоқилиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз йоқалмайду.
36 Шу күнни вә саатни һечким, нә асмандики пәриштиләр, нә Оғул билмәйду, лекин уни пәқәт Ата билиду.
37 Нуһниң күнлири қандақ болған болса, Инсан Оғлиниң һазир болушиму шундақ болиду.
38 Нуһ Топан сүйи келиштин илгири кемигә киргән күнгичә, шу заманниң кишилири йәп-ичип, өйлинип, турмушқа чиқип жүргән еди.
39 Топан келип, уларниң һәммисини ғәриқ қилғичә, улар пәрва қилмай жүргән, келәчәктә Инсан Оғлиниң һазир болушиму шундақ болиду.
40 Шу чағда етиздики икки кишиниң бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду.
41 Қол түгмини билән ун тартиватқан икки аялниң бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду.
42 Шуниң үчүн һошияр туруңлар, чүнки һәзритиңларниң қайси күни қайтип келидиғанлиғини билмәйсиләр.
43 Лекин шуни билип қоюңларки, әгәр өй егиси оғриниң кечиси қайси вақитта келидиғанлиғини билсә, у ойғақ туруп, оғриниң өйни бузуп киришигә йол қоймайду.
44 Шуниң үчүн силәрму тәйяр болуп туруңлар, чүнки Инсан Оғли силәр ойлимиған вақит-саатта келиду.
45 Ғоҗайин өз өйидикиләрниң озуқ-түлүгини вақти-вақтида уларға беришкә тәйинлигән садиқ вә әқил-парасәтлик қул ким?
46 Ғоҗайини кәлгәндә, у қулниң тапшурулған ишни қиливатқанлиғини көрсә, бу шу қулниң бәхтидур.
47 Силәргә һәқни ейтсам, ғоҗайин уни барлиқ мал-мүлкини башқурушқа қойиду.
48 Бирақ әшу қул көңлидә яман нийәттә болуп, “ғоҗайиним кечикип қайтип келиду” дәп,
49 башқа қулларни уруп-соқуп, һарақкәшләр билән биллә йәп-ичип жүрсә,
50 у қул күтмигән күндә, өзи ойлап бақмиған вақит-саатта ғоҗайини келип,
51 шу қулни қаттиқ җазалап, сахтипәзләр* билән охшаш җайға ташлайду. Нәтиҗидә, у қул шу йәрдә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду.