Мәтта китави 28:1—20
28 Дәм елиш күни өтүп, һәптиниң биринчи күни таң атқанда мәҗдалалиқ Мәрийәм вә йәнә бир Мәрийәм қәбирни көрүшкә кәлди.
2 Туюқсиз у йәрдә қаттиқ йәр тәврәп кәтти, чүнки Йәһваниң пәриштиси асмандин чүшүп, қәбиргә берип униң кириш еғизидики ташни бир тәрәпкә домилитип үстидә олтарған еди.
3 Пәриштиниң қияпити чақмақтәк, кийимлири қардәк аппақ еди.
4 Қоғдиғучи қаравуллар униңдин қорқуп титришип, худди өлүктәк қетипла қалди.
5 Пәриштә аялларға мундақ деди: «Қорқмаңлар, силәрниң түврүккә миқланған Әйсани издәватқанлиғиңларни билимән.
6 У бу йәрдә әмәс. У өзи ейтқандәк тирилди. Келиңлар, у ятқан җайни көрүңлар.
7 Дәрһал берип униң шагиртлириға Әйсаниң өлүмдин тирилгәнлигини хәвәр қилип: “У силәрдин авал Җәлилийәгә бариду. Уни у йәрдә көрисиләр”,— дәп ейтиңлар. Мана мән бу хәвәрни силәргә йәткүзгили кәлдим».
8 Аяллар бир тәрәптин қорқса, йәнә бир тәрәптин зор хошаллиқ ичидә дәрһал қәбирдин чиқип, Әйсаниң шагиртлириға хәвәр бериш үчүн жүгрәп кетишти.
9 Туюқсиз Әйса уларниң алдиға чиқип: «Салам силәргә!»— деди. Улар алдиға берип, йәргә тизлинип, Әйсаниң путлириға есилип, һөрмәт-еһтирам билдүрди.
10 Шу чағда Әйса уларға: «Қорқмаңлар! Берип қериндашлиримға хәвәр қилиңлар. Улар Җәлилийәгә барсун. Мени шу йәрдә көриду»,— деди.
11 Аяллар йолда кетиватқанда, қәбирни қоғдаватқан қаравулларниң бәзилири шәһәргә кирип, болған ишларниң һәммисини алий роһанийларға хәвәр қилди.
12 Алий роһанийлар билән ақсақаллар бир йәргә жиғилип, мәслиһәтләшкәндин кейин әшу ләшкәрләргә нурғун күмүч тәңгиләрни берип,
13 мундақ деди: «Силәр кишиләргә мундақ дәңлар “Биз кечидә ухлап қалғанда, Әйсаниң шагиртлири келип, униң җәситини оғрилап кетипту”.
14 Әгәр бу хәвәр валийниң қулиғиға йетип барса, биз өзүмиз униңға чүшәндүримиз, силәр ғәм қилмаңлар».
15 Шуниң билән ләшкәрләр күмүч тәңгиләрни елип, уларниң дегини бойичә қилди. Бу ялған гәпләр та бүгүнки күнгичә йәһудийларниң арисида тарқилип жүрмәктә.
16 Он бир шагирт Җәлилийәгә берип, Әйса улар билән көрүшмәкчи болған таққа чиқти.
17 Улар Әйсани көргәндә, йәргә тизлинип һөрмәт-еһтирам билдүрүшти, лекин бәзиләр униң Әйса екәнлигидин гуман қилди.
18 Әйса уларниң алдиға келип, мундақ деди: «Асманда вә йәр йүзидә пүтүн һоқуқ маңа берилди.
19 Шуниң үчүн бериңлар, һәммә хәлиқләрдин шагиртларни тәйярлаңлар. Уларни Ата, Оғул вә муқәддәс роһниң исми билән суға чөмдүрүңлар.
20 Мән силәргә буйриған һәммә нәрсиләргә әмәл қилишни уларға үгитиңлар. Мән бу заманниң ахириғичә һәрдайим силәр билән биллә болумән».