АИЛИЛӘР ҮЧҮН ЯРДӘМ | НЕКА
Сәвирчанлиқни қандақларчә йетилдүрүшкә болиду?
«Әр-аялниң сәвирчанлиғи һәр күни синилиду. Өйләнмигән болсиңиз, сәвирчанлиқ анчә муһим әмәс болуп көрүнүши еһтимал, амма неканиң бәхитлик болуши үчүн, бу хисләт интайин муһим» (Джон).
Немә үчүн сизгә сәвирчанлиқ керәк?
Нека яриңизниң һәммә камчилиқлирини ашкарә қилиду.
«Той қилғандин кейин бираз вақит өткәндә, һәммә диққитиңизни җүптиңизниң камчилиқлириға қаритиш бәк асан. Қәлбиңиздә мошундақ яман ойлар йилтиз тартса, сәвирчанлиқни тезла йоқиталайсиз» (Джессена).
Чидамсизлиқ сизниң ойланмастин сөзлишишиңизгә сәвәп болуши мүмкин.
«Мән ич-бағримни бәк тез төкүдиғанлиғим шунчилик, бәзидә ейтмаслиғим керәк сөзләрни ейтип қойимән. Техиму сәвирчан болғинимда, бирнәрсә ейтиштин авал, у нәрсини ейтишниң һаҗити зади барму, йоқму, шуни ойлинаттим» (Кармен).
Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Меһир-муһәббәт узақ сәвирлик һәм меһрибандур» (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4). Бир-бирини сөйүдиған адәмләрниң бир-биригә дайим сәвирчанлиқ көрситидиғанлиғи мәнтиқилиқ, амма әмәлийәттә адәттә ундақ әмәс. Жуқурида тилға елинған Джон мундақ дәйду: «Һәрқандақ яхши хисләт охшаш, сәвирчанлиқни өстүрүштин көрә, йоқитиш асанирақ. Уни давамлиқ өстүрүш, йәни йетилдүрүш үчүн көп тәр төкүш керәк».
Сиз қандақларчә сәвирчанлиқни көрситәләйсиз?
Күтүлмигән бир шараит йүз берип, сәвирчанлиқни сақлаш қийин болғанда
Мисал: Яриңиз сизгә рәһимсиз бир нәрсә ейтти. Тәбиий инкасиңиз — униңғиму җававән рәһимсиз сөзләрни ейтиш.
Муқәддәс китап принципи: «Асан аччиқланма, чүнки аччиқлиниш ахмақниң қәлбидә макан қуриду» (Вәз 7:9).
Қандақларчә сәвирчанлиқни көрситишкә болиду? Сәл тохтап туруң. Җавап бериштин авал, жүптиңизниң сөзлири сизни җараһәтләш яки рәнҗитиш мәхсити билән ейтилмиғанлиғини чүшиниң. Бир китапта мундақ йезилған: «Көпчилигимиз жүптимизниң немә ейтқанлиғиға вә немини нәзәрдә тутқанлиғиға әмәс, бәлки униң сөзлирини өзүмиз қандақ чүшәнгәнлигимизгә яриша җавап қайтуримиз» («Fighting for Your Marriage»).
Һәтта өмүрлүк җүптиңиз сизни рәнҗиткән болсиму, сәвирчан болсиңиз вә яманлиққа яманлиқ билән җавап қайтурмисиңиз, вәзийәтни кәскинләштүрмәй, әксичә уни яхшилаштуралайсиз. Муқәддәс китапта йезилғандәк, «От өчәр отун болмиса» (Пәнд-нәсиһәтләр 26:20).
«Аялиңизға дүшмәндәк қарашқа башлисиңиз, бирдин тохтап, уни немә үчүн сөйидиғанлиғиңизни ойлап беқиң һәм униң үчүн дәрһал қандақту бир яхши нәрсә қилиң» (Итан).
Ойлинип көрүң:
Яриңиз сизни сөзлири яки ишлири билән рәнҗитип қойса, қандақ қилисиз?
Бундақ иш келәр қетим йүз бәргәндә, сиз қандақларчә техиму көп сәвирчанлиқ көрситәләйсиз?
Йолдишиңиз сизни аччиқландуридиған нәрсини қайта-қайта қилғанда
Мисал: Яриңиз һәрдайим кечикип жүриду. Сиз уни дайим күтүп, техиму хапа болисиз.
Муқәддәс китап принципи: «Бир-бириңларға чидамлиқ болуп, бир-бириңларни һиммәтлик кәчүрүңлар» (Колосилиқларға 3:13).
Қандақларчә сәвирчанлиқни көрситишкә болиду? Өзүңизгә әмәс, нека риштиңизниң мәһкәм болушиға көпирәк көңүл бөлүшкә тиришиң. Өзүңиздин мундақ сораң: «Йүз бәргән вақиә үчүн хапа болуп, ярим билән талаш-тартиш қилсам, бу мунасивитимизгә яхши тәсир қиламду яки әксичә уни бузамду?». Шундақла буни унтумаң: «Биз һәммимиз пат-пат хаталишимиз» (Яқуп 3:2). Бу сизниңму камчилиқлириңиз үстидә ишлишиңиз керәклигини билдүриду.
«Бәзидә мән еримға қариғанда, достлиримға көпирәк сәвирчанлиқ көрситимән. Бу ерим билән көпирәк вақит өткүзүп, униң камчилиқлирини яхши билгиним үчүн болса керәк. Бирақ, һәқиқәтән, сәвирчанлиқ — меһир-муһәббәтниң аҗримас бир қисми, һөрмәтниң бәлгүси. Шуңа аиләмдә сәвирчан болуш интайин муһим» (Ниа).
Ойлинип көрүң:
Яриңизниң хаталиқлириға нисбәтән сәвирчанлиқ көрситиватамсиз?
Келәчәктә техиму көп сәвирчанлиқ көрситиш үчүн, немә қилсиңиз болиду?