Кимләр асманға чиқиду?
Муқәддәс китаптики җавап
Яратқучимиз Худа садиқ хизмәтчилириниң арисидин аз сандики кишиләрни асманда яшиши үчүн таллавалған. Улар өлгәндин кейин қайта тирилип, асманға чиқиду (Петрусниң 1-хети 1:3, 4). Шу әҗайип мукапатқа лаяқәтлик болуш үчүн улар йәрдики һаятиниң ахириғичә Мәсиһ әгәшкүчисигә хас мустәһкәм иман-етиқадини вә пак жүрүш-турушини сақлап қелиши лазим (Әфәсликләргә 5:5; Филипиликләргә 3:12—14).
Немә үчүн бәзи адәмләр асманға чиқиду?
Улар Әйса Мәсиһ билән биргә миң жил падиша вә роһанийлар болуп хизмәт қилиду (Вәһий 5:9, 10; 20:6). Улар «йеңи асман» дәп аталған асмандики һөкүмәтни тәшкил қилиду вә «йеңи йәр» дәп аталған йәрдики йеңи инсаний җәмийәт үстидин һөкүмранлиқ қилиду. Бу асмандики һөкүмранлар Яратқучимизниң дәсләпки нийитигә мас һәрикәт қилип, инсанийәтниң мукәммәл һаләткә қайтишиға ярдәм бериду вә адаләтни орнитиду (Йәшая 65:17; Петрусниң 2-хети 3:13).
Асманға қанчә адәм чиқиду?
Муқәддәс китап 144 000 киши асманда яшаш үчүн қайта тирилдүрилиду дәйду (Вәһий 7:4). Вәһий14:1—3 айәтләрдә йезилған көрүнүштә әлчи Йоһан «Сион теғида Қозини вә ...144 000ниң турғанлиғини көрдүм» дегән. Бу көрүнүштики «Қоза» тирилдүрүлгән Әйса Мәсиһтур (Йоһан 1:29; Петрусниң 1-хети 1:19). «Сион теғи» болса, Әйса Мәсиһниң вә униң билән бирликтә асманда һөкүмранлиқ қилидиған 144 000 кишиниң жуқури мәртивилик һоқуқини билдүриду (Зәбур 2:6; Ибранийларға 12:22).
Мәсиһ билән бирликтә һөкүмранлиқ қилидиған «талланғанлар» Муқәддәс китапта «кичик пада» дәпму атилиду (Вәһий 17:14; Луқа 12:32). Бу уларниң Әйса Мәсиһниң қойлириниң толуқ саниға селиштурулуп, бир қәдәр аз болидиғанлиғини көрситип бериду (Йоһан 10:16).
Асманға чиқип кетидиғанлар һәққидики натоғра пикирләр
Натоғра ой-пикир: Һәммә яхши адәм асманға чиқип кетиду
Һәқиқәт: Яратқучимиз Худа яхши адәмләрниң көпинчиси йәрдә мәңгү яшайду дәп вәдә бәргән (Зәбур 37:11, 29, 34).
Һәзрити Әйса мундақ дегән: «Һечбир инсан асманға көтүрүлгән әмәс» (Йоһан 3:13). Бу сөзләрдин көргинимиздәк, Әйса пәйғәмбәрниң йәрдә хизмәт қилишидин илгири өлүп кәткән Ибраһим, Муса вә Давут қатарлиқ садиқ пәйғәмбәрләр асманға чиқип кәтмигән еди (Әлчиләр 2:29, 34). Әксинчә, улар йәр йүзидә мәңгү яшашқа тирилишни үмүт қилған (Аюп 14:13—15).
Асманда яшаш үчүн тирилиш «биринчи тирилиш» дәп атилиду (Вәһий 20:6). Бу сөз-ибарә йәнә башқа бир тирилиш болидиғанлиғини көрситиду. У йәр йүзидә болиду.
Муқәддәс китап Худа Падишалиғиниң һөкүмранлиғи астида «өлүм әнди болмайду» дәйду (Вәһий 21:3, 4). Асманда өлүм һечқачан болмиған. Шуңа, бу вәдә пәқәт йәр йүзигә мунасивәтлик берилгән еди.
Натоғра пикир: Асманда яки йәрдә яшашни һәрбир инсан өзи таллайду.
Һәқиқәт: Садиқ хизмәтчилириниң қайсисиға «асманға чақирилиш мукапитини» бериш яки бәрмәсликни Яратқучимиз Худа Өзи қарар қилиду (Филипиликләргә 3:14). Инсанниң асманда яшиши яки яшимаслиғи униң шәхсий арзу-истигигә бағлиқ әмәс (Мәтта 20:20—23).
Натоғра пикир: Асманда яшашқа налайиқ болғанлар йәрдә мәңгү яшайду.
Һәқиқәт: Худа йәрдә мәңгү яшайдиған инсанларни «хәлқим», «Мән таллиғанлар» вә «Йәһва бәрикәтлигән нәсил» дәп атиған (Йәшая 65:21—23, ЙД). Улар Йәһва Худаниң дәсләпки нийитини әмәлгә ашуруш шан-шәрипигә егә болиду. Худаниң бу нийитигә мас улар мукәммәл болуп, йәр йүзидики җәннәттә мәңгү шат-хорам яшайду (Яритилиш 1:28; Зәбур 115:16; Йәшая 45:18).
Натоғра пикир: Вәһий китавида тилға елинған 144 000 кишиниң сани удул әмәс, көчмә мәнада чүшиниш керәк.
Гәрчә Вәһий китавидики бәзи санларни көчмә мәнада чүшиниш керәк болсиму, бәзи санлар удул мәнада кәлтүрүлгән. Мәсилән, у йәрдә «Қозиниң 12 әлчисиниң исимлири йезилған еди» (Вәһий 21:14). Немә үчүн 144 000 кишиниң сани удул мәнада чүшиниш керәк? Буни тәстиқләйдиған бир дәлил-испатни көрүп чиқайли.
Вәһий 7:4тә мундақ йезилған: «Мөһүр бесилғанларниң [яки асманда яшаш үчүн талланғанларниң] санини аңлидим, уларниң сани — 144 000». Мошу бапниң кейинки айәтлиридә «һечким саналмайдиған инсанлардин ибарәт бүйүк көпчилик», йәни кишиләрниң башқа бир топи тилға елиниду. У «зор бир топ халайиқ» дәпму атилиду. Мошу кишиләрниң топиму аман қалиду (Вәһий 7:9, 10, КТ). Әгәр 144 000 кишиниң сани көчмә мәнада чүшиниш керәк болса, ундақта бу кишиләрниң икки топиниң арисидики пәриқни көрситиш әқилгә сиғмайду. a
a Униңдин башқа, Муқәддәс китапта 144 000 киши «авал пишқан мевиләрдәк» сетивелинғанлиғи дейилгән (Вәһий 14:4). «Авал пишқан» дегән сөз-ибарә талланғанларниң сани аз екәнлигини көрситиду. Йәнә бу сөз-ибарә Әйса Мәсиһ билән бирликтә йәр йүзидики сан-санақсиз пухралири үстидин һөкүмранлиқ қилидиғанларни ениқ көрситиду (Вәһий 5:10).