«Ахирқи күнләрниң», йәни ахир заманниң бәлгүлири немә?
Муқәддәс китаптики җавап
Муқәддәс Язмиларда ахирқи күнләрдики иш-вақиәләр, вәзийәтләр вә көзқарашлар заман ахириниң бәлгүлири яки аламәтлири дәп тәсвирлиниду (Мәтта 24:3). Йәнә бу бир мәзгил вақит Муқәддәс Язмиларда «ахир заман» дәпму атилиду (Тимотийға 2-хәт 3:1; Даниял 8:19).
«Ахир заман» тоғрисидики бәзи бәшарәтләр
Муқәддәс Язмилардики бәшарәтләр бирла вақитта йүз беридиған көплигән иш-вақиәләр вә вәзийәт өзгиришлири «ахир заманниң» аламәтлири екәнлигини көрситиду (Луқа 21:7). Уларниң бәзилирини көрүп чиқайли:
Дунияниң җай-җайлирида йүз бериватқан урушлар. Һәзрити Әйса пәйғәмбәр алдин-ала мундақ дегән: «Бир милләт йәнә бир милләт билән уруш қилиду. Бир дөләт йәнә бир дөләткә һуҗум қилиду» (Мәтта 24:7, ҺЗ). Шуниңға охшаш, Муқәддәс Язмилардики башқа айәттә урушқа символ қилинған чавандазға йәр йүзидин «течлиқни елиш һоқуқи берилди» дегән пәйғәмбәрлик сөзләр йезилған (Вәһий 6:4).
Ачарчилиқ. Һәзрити Әйса: «Ачарчилиқ... йүз бериду»,— дәп бәшарәт қилған (Мәтта 24:7). Шуниңға охшаш, Муқәддәс китаптики Вәһий 6:5, 6-айәтләрдә символлуқ атқа мингән чавандазниң кәң көләмлик ачарчилиқни кәлтүрүп чиқиридиғанлиғи бәшарәт қилинған.
Шиддәтлик йәр тәврәшләр. Әйса пәйғәмбәр: «Бир җайдин кейин йәнә бир җайда... йәр тәврәшләр йүз бериду»,— дәп бәшарәт қилған (Мәтта 24:7; Луқа 21:11). Бу шиддәтлик йәр тәврәшләр дунияниң җай-җайлирида инсанларниң нурғун азап-оқубәтлири вә өлүмигә сәвәп болиду.
Жуқумлуқ кесәлләр. Әйса пәйғәмбәрниң сөзлири бойичә жуқумлуқ кесәлләр яки вабалар тарқилиду (Луқа 21:11).
Җинайәтниң көпийиши. Гәрчә әсирләр бойи җинайәт мәвҗут болған болсиму, Әйса пәйғәмбәрниң сөзлири бойичә ахир заманда җинайәт техиму көпийип кетиду (Мәтта 24:12).
Адәмләрниң йәр йүзини гумран қилиши. Муқәддәс Язмиларда инсанларниң йәр йүзини гумран қилидиғанлиғи бәшарәт қилинған. Улар буни түрлүк йоллар билән, шу җүмлидин зораванлиқ вә чириклик қилмишлири арқилиқла әмәс, бәлки муһитқа бузғунчилиқ қилиш биләнму әмәлгә ашуриду (Вәһий 11:18).
Адәмләр арисидики мунасивәтләрниң начарлишип кетиши. Муқәддәс китапта көпинчә адәмләрниң «миннәтдарсиз, садиқсиз, туққанлиқтин бәзгән, җаһил, төһмәтхор, өзини туталмайдиған, вәһши, һиммәтликкә өч, сатқун, мәнмән, мәғрур» болидиғанлиғи бәшарәт қилинған (Тимотийға 2-хәт 3:1—4). Адәмләрниң арисидики мунасивәт шунчилик начарлишип кәткәнки, һәтта бу мәзгилни «адәттин ташқири қийин вақитлар» дәп тәсвирләшкиму болиду.
Аилә әзалири арисидики мунасивәтләрниң яманлишип кетиши. Муқәддәс китапта нурғун адәмләр өз аилисигә көйүнмәйдиған, балилар «ата-анисиға бойсунмайдиған» болуп кетидиғанлиғи бәшарәт қилинған (Тимотийға 2-хәт 3:2, 3).
Нурғун адәмләрниң Худаға болған меһир-муһәббити совуп кетиши. Һәзрити Әйса: «Нурғун адәмләрдә меһир-муһәббәт совуп кетиду»,— дегән пәйғәмбәрлик сөзләрни ейтқан (Мәтта 24:12). Әйса пәйғәмбәр бу сөзләрни ейтқанда, инсанларниң Худаға болған меһир-муһәббити совуп кетидиғанлиғини көздә тутқан. Шуниңға охшаш, Муқәддәс китаптики бир айәттә ейтилғандәк,«ахир заманда» бундақ кишиләр «Худани әмәс, һөзүрлинишни яхши көрүдиған» болиду (Тимотийға 2-хәт 3:4).
Диний сахтипәзлик. Муқәддәс Язмиларда «сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худаниң» өлчәм-тәләплиригә мас яшимайдиған кишиләрниң болидиғанлиғи бәшарәт қилинған (Тимотийға 2-хәт 3:5, ҺЗ).
Муқәддәс китаптики бәшарәтләр һәққидики чоңқур чүшәнчә. Даниял пәйғәмбәрниң китавида бәшарәт қилинғандәк, «ахир заман» мәзгилидә нурғун кишиләр Муқәддәс Язмилардики һәқиқәт сөзлирини, шу җүмлидин пәйғәмбәрлик сөзләрни яхширақ чүшинишкә башлайду (Даниял 12:4).
Кәң көләмлик вәз қилиш иш-паалийити. Һәзрити Әйса мундақ пәйғәмбәрлик сөзләрни ейтқан: «Худаниң Падишалиғи һәққидики бу Хуш Хәвәрниң барлиқ милләтләргә аңлитилиши үчүн, у пүтүн дунияға тарқитилиду» (Мәтта 24:14, ҺЗ).
Адәмләрниң бепәрва болуши вә мәсхирә қилиши. Әйса пәйғәмбәр адәмләрниң заманниң ахири йеқинлишиватқанлиғиниң ишәнчилик дәлил-испатлириға пәрва қилмайдиғанлиғини бәшарәт қилған (Мәтта 24:37—39). Униңдин башқа, Муқәддәс Язмиларниң бир бәшаритидә ейтилғандәк, бәзиләр бу дәлил-испатларни пүтүнләй рәт қилип, мәсхирә қилишиду (Петрусниң 2-хети 3:3, 4).
һәммә бәшарәтләрниң бирла вақитта әмәлгә ешиши. Һәзрити Әйса ахир заманда пәқәт бирнәччә яки көпинчә бәшарәтләрниң әмәс, бәлки барлиқ бәшарәтләрниң бирла вақитта әмәлгә ашидиғанлиғини бәшарәт қилған (Мәтта 24:33).
Һазир «ахир заманда» яшаватимизму?
Һә-ә. Дуниядики әһвал һәм Муқәддәс китаптики бәшарәтләргә асасән һесапланған вақит шуни көрситидуки, «ахир заман» 1914-жили, йәни биринчи дуния уруши йүз бәргәндә башланған.
Худа Падишалиғи 1914-жили һөкүмранлиқ қилишни башлиди. Бу һөкүмәтниң әң биринчи болуп қилған ишлиридин бири Шәйтан Иблисни вә җинларни асмандин қоғлап чиқириш вә уларниң йәр йүзидә тәсирини чәкләш (Вәһий 12:7—12). Шәйтанниң инсанийәткә қилған тәсирини адәмләрниң начар миҗәз-хулуқлири вә яман иш-һәрикәтлиридин көргили болиду. Шуңа «ахир заман» «адәттин ташқири қийин вақитлар» дәпму аталған (Тимотийға 2-хәт 3:1).
Бу еғир күнләрдә нурғун адәмләр азап-оқубәт чекиватиду. Улар инсанийәт җәмийитиниң барғансири рәзиллишип кетиватқанлиғидин тәшвишлинип, һәтта бәзиләр бу инсанийәтниң келәчиги һәққидә ғәм-әндишә қилишиду.
Бәзиләр дунияниң вәзийитидин ғәм-тәшвиш қиливатқан болсиму, адәмләр келәчәккә үмүт билән қарайду. Улар пат арида Худа Падишалиғиниң дуниядики барчә қийинчилиқларни һәл қилидиғанлиғиға қәтъий ишиниду (Даниял 2:44; Вәһий 21:3, 4). Улар Худаниң Өз вәдилирини әмәлгә ашурушини сәвирчанлиқ билән күтиватиду вә Әйса пәйғәмбәрниң: «Ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр җәзмән қутқузулиду»,— дегән сөзлиридин тәсәлли тапиду (Мәтта 24:13, ҺЗ; Мика 7:7).