Көп аял елишқа Худа қандақ қарайду?
Муқәддәс китапта немә ейтилиду?
Қедимий заманда Худа әрләргә бирнәччә аял елишқа рухсәт қилған (Яритилиш 4:19; 16:1—4; 29:18—29). Бирақ көп аял елиш Худаниң нийити болмиған. Худа Адәм атиға пәқәт бирла аял бәргән.
Худаниң вәкили болған Әйса пәйғәмбәр, Униң некаға тегишлик дәсләпки нийитини қайтидин орнатқан (Йоһан 8:28). Әйса некаға тегишлик соалға мундақ җавап бәргән: «Яратқучи уларни баштин әр вә аял қилип яратти вә “шуниң үчүн әр киши ата-анисини қалдуруп, өз аялиға чаплишиду һәм иккиси бир тән болиду”» (Мәтта 19:4, 5).
Кейинирәк Худаниң бир хизмәтчиси: «Һәрбир әр кишиниң өз аяли болсун һәм һәрбир аял кишиниң өз ери болсун»,— дәп язған (Коринтлиқларға 1-хәт 7:2). Муқәддәс китапта ейтилғандәк, мәсиһийләр җамаитидә җавапкар вәзипиләрни атқуридиған әр кишиләр «бир аяллиқ» болуши керәк (Тимотийға 1-хәт 3:2, 12).