Мәзмунға өтүш

Худаниң қанчә исми бар?

Худаниң қанчә исми бар?

Муқәддәс китаптики җавап

 Худаниң Өзигә хас пәқәт бирла исми бар. У ибранийчә יהוה дәп йезилиду. Бу исим уйғур тилиға адәттә «Йәһва» дәп тәрҗимә қилиниду a. Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ Худа мундақ дегән: «Мән “Яһвәһдурмән”, бу Мениң намимдур» (Йәшая 42:8, ҺЗ). Муқәддәс китапниң қедимий қол язмилирида бу исим тәхминән 7 000 қетим учрайду. Муқәддәс китапта бу исим Алланиң башқа нам-унванлири вә инсанларниң исмиға қариғанда, көпирәк тилға елиниду b.

Йәһва Худаниң башқа исимлири барму?

 Гәрчә Муқәддәс китапта Худаниң пәқәт бирла исми бар болсиму, Униң көплигән нам-унванлири йезилған. Төвәндә кәлтүрүлгән Худаниң нам-унванлири У ким екәнлигини ашкарә қилиду.

Нам-унван

Айәт

Мәнаси

Һәммигә Қадир

Яритилиш 17:1

Худа чәксиз күч-қудрәткә егә. «Һәммигә Қадир» дегән нам-унванини билдүридиған ибранийчә Эл Шаддай сөз-ибариси Муқәддәс китапта 7 қетим учрайду.

Баш вә Ахир Өзәмдурмән

Вәһий 1:8; 21:6; 22:13, ҺЗ

Һәммигә Қадир Худа Өзини «Баш вә Ахир Өзәмдурмән» яки «Һазир вә әзәлдин Бар Болған һәм Мәңгү Бар Болғучимән» дәп атап, Өзигә охшаш илаһниң алдин болмиғанлиғини вә кейинму болмайдиғанлиғини көрсәтмәкчи болған еди (Йәшая 43:10).

Әзәлдин Бар Болғучи

Даниял 7:9, 13, 22

Бу нам-унван Худаниң башлиниши йоқлиғини вә һәрбир нәрсиниң пәйда болушидин илгири мәңгү мәвҗут болғанлиғини билдүриду (Зәбур 90:2 [89:3]).

Яратқучи

Йәшая 40:28; Зәбур 149:2

Барчә нәрсиләрни вуҗутқа кәлтүргән (Вәһий 4:11).

Ата

Мәтта 6:9

Һаят Бәргүчи

Алла, Худа

Яритилиш 1:1

Әрәп тилидин кәлгән «Алла» сөзи шәхсий исим әмәс, бәлки «Илаһ»,«Тәңри» дегән сөзни билдүридиған нам-унвандур. Муқәддәс китапниң әрәп һәм башқа тиллардики тәрҗимилиридә «Тәңри», «Худа» дегән сөзләрниң орниға «Алла» сөзи қоллинилиду. Худа яки Алла инсанлар ибадәт қилиши керәк болған күч-қудрәтлик Шәхстур. Ибранийчә Элохим сөзи Йәһва Худаниң улуқлуғини вә есил пәзиләтлирини ашкарә қилиду.

Худаларниң Худаси

Қанун шәрһи 10:17

Бәзи кишиләр чоқунидиған «бутларға» яки илаһларға қариғанда, Худа қудрәтлик әң алий Илаһтур (Йәшая 2:8).

Устаз

Йәшая 30:20, 21

Худа инсанларға тәлим вә йол-йоруқ бериду (Йәшая 48:17, 18).

Дуаларни Аңлиғучи

Зәбур 65:2 [64:3]

Хизмәтчилириниң ишәнч билән қилған дуалириға Худа Өзи қулақ салиду.

Мәңгү Бар Болғучи

Чиқиш 3:14, Һазирқи Заман тәрҗимиси

Өз нийитини әмәлгә ашуруш үчүн Худа ким болушқа тоғра кәлсә, Шу болиду. Шундақла бу ибарә «Мән ким болушни халисам, Шу болумән» дәпму тәрҗимә қилиниду («Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси» А1 қошумчә мәлумати). Бундақ тәсвирләш Чиқиш 3:15-айәттики Худаниң «Йәһва» дегән исминиң мәнасини чүшинишкә ярдәм бериду

Қизғанғучи

Чиқиш 34:14, Һазирқи Заман тәрҗимиси

Ибадәттә риқабәтчиликкә йол қоюлмайду. Униңдин башқа, бу сөз «мутләқ садақәтмәнликни Тәләп Қилғучидур» дәп тәрҗимә қилинған («Муқәддәс Китап. Йеңи дуния тәрҗимиси»).

Мәңгүлүк Падиша

Тимотийға 1-хәт 1:17

Худа әзәлдин тартип әбәткичә Алий Һөкүмрандур.

Рәбб

Зәбур 135:5 [134:5]

Ибранийчә Адон яки Адонай дәп тәрҗимә қилинған егә яки ғоҗайин дегән мәнани билдүриду

Самави қошунларниң Сәрдари

Йәшая 1:9, Калам тәрҗимиси; Римлиқларға 9:29, Калам тәрҗимиси

Сан-санақсиз пәриштиләрдин тәшкил қилинған қошунниң қудрәтлик сәрдари.

Алий Болғучи, Алла тәала

Зәбур 47:2 [46:3]; Даниял 7:18, 27

Худа әң улуқ вә мәртивилик орунға егә болған Алий Һөкүмран.

Бирдин-бир Муқәддәс Болғучи

Пәнд-нәсиһәтләр 9:10

Һәр қандақ мәвҗудатқа қариғанда, Худа пак вә муқәддәстур.

Сапалчи

Йәшая 64:8

Сапалчиниң қолидики лайға охшаш һәрбир инсан вә хәлиқләрму Худаниң қол астида (Римлиқларға 9:20, 21)

Һәмҗәмәт-Қутқузғучи

Йәшая 41:14, Калам тәрҗимиси

Әйсаниң төләм қурбанлиғи асасида Худа инсанларни гуна вә өлүмдин азат қилиду (Йоһан 3:16).

Қорам Таш

Зәбур 18:2, 46 [17:3, 47]

Бехәтәр башпана вә ниҗатлиқ мәнбәси.

Қутқазғучи

Йәшая 45:21

Хәвп-хәтәр вә һалакәттин қутқузиду.

Падичи

Зәбур 23:1 [22:1]

Худа Өз хизмәтчилиригә ғәмхорлуқ қилиду.

Рәбб Пәрвәрдигар

Яритилиш 15:2, Калам тәрҗимиси

Ибранийчә Адона́й дәп тәрҗимә қилинған сөз Худаниң Алий Һөкүмран екәнлигини көрситиду

Тәвратта учрайдиған йәр-җай намлири

 Муқәддәс Язмиларда учрайдиған бәзи йәр-җай намлири Худаниң шәхсий исмини өз ичигә алиду.

Йәр-җай нами

Айәт

Мәнаси

Йәһва-Йирәһ

Яритилиш 22:13, 14

«Йәһва тәминләп бериду»

Йәһва-Нисси

Чиқиш 17:15, ЙД

Бу дегән сөз-ибарә «Йәһва туғумдур» яки «байриғимдур» дегәнни билдүриду. Йәһваниң хәлқи һимайә вә башпана тепиш үчүн Униң йениға жиғилиду.

Яһвәһ-Шалом

Һакимлар 6:23, 24, ҺЗ

«Йәһва — течлиқ»

Худаниң исмини билиш вә ишлитишниң сәвәплири

  •   Худа инсанларниң Йәһва дегән Өзиниң шәхсий исмини билишини халайду. Сәвәви Худа Өзиниң исмини Муқәддәс китапқа миңлиған қетим яздурған (Малаки 1:11).

  •   Худаниң Оғли Әйса Атисиниң исминиң муһимлиғини қайта-қайта тәкитлигән. Мәсилән, у Йәһва Худаға дуа қилип: «Сениң исмиң муқәддәс болғай»,— дегән (Мәтта 6:9; Йоһан 17:6).

  •   Йәһва Худа билән достлуқ мунасивәттә болуш үчүн әң биринчи, Униң исмини билиш вә ишлитиш муһим (Зәбур 9:10 [9:11]; Малаки 3:16). Алла Өзи билән достлуқ мунасивәттә болғанларға мундақ вәдә бериду: «Мени сөйгәнлиги үчүн уни қутқузимән. Мени тонуғанлиғи [исмимни билгәнлиги, ЙД] үчүн қоғдаймән» (Зәбур 91:14 [90:14, ҺЗ]).

  •   Муқәддәс китапта: «Бәзиләр дунияда нурғун илаһлар бар, улар зимин вә асманда яшайду, дәп қариған һәм уларни өзиниң худаси вә рәбби дәп етирап қилған»,— дәп йезилған (Коринтлиқларға 1-хәт 8:5, 6, ҺЗ). Бирақ бу китаптин пәқәт Өзигә хас «Йәһва» дәп атилидиған бирдин-бир һәқ Худани ениқлашқа болиду.

a Ибраний тили тәтқиқатчилиридин бәзилири Худаниң исминиң «Яһваһ» яки «Яһвәһ» дәп тәрҗимә қилишни әвзәл көриду.

b Муқәддәс китапта бу исминиң қисқартилған «Яһ» сөзини өз ичигә алған «Һаллелуя» сөзи мәнаси «Яһни мәдһийиләңлар»тәхминән 50 қетим учрайду (Вәһий 19:1, Қәшқәр тәрҗимиси).