Худа барму?
Муқәддәс китаптики җавап
Һә-ә, Муқәддәс китапта Худа барлиғи һәққидә ишәнчилик дәлил-испатлар кәлтүрүлгән. Муқәддәс китап бизни диний көзқарашқа қарғуларчә ишинишкә әмәс, әқлимизни ишлитип, Худаға ишинишкә үндәйду (Римлиқларға 12:1; Йоһанниң 1-хети 5:20). Муқәддәс китапқа асасланған төвәндики дәлил-испатларни көрүп чиқайли:
Каинаттики һаятлиқниң тәртиплик һалда мәвҗут болуп туруши Яратқучиниң барлиғини көрситиду. Муқәддәс Язмиларда: «Шүбһисизки, һәрқандақ өйни бирси бәрпа қилғинидәк, һәммә нәрсини бәрпа қилған Худадур»,— дәп йезилған (Ибранийларға 3:4). Гәрчә бу сөзләр аддий болсиму, көплигән билимлик адәмләр буни күчлүк дәлил-испат дәп қарайду. a
Инсанлар сүпитидә биздә һаятниң мәнаси вә мәхситини чүшиниш кәби тәбиий истәк бар. Һәтта җисманий еһтияҗлиримиз қанаәтләндүрүлгән болсиму, бу истәк йоқап кәтмәйду. Шу сәвәптин Муқәддәс китапта Худани тонуш вә Униңға ибадәт қилиш истигини өз ичигә алған роһий җәһәттики еһтияҗ һәққидә сөз қилинған (Мәтта 4:4; 5:3; Вәһий 4:11). Роһий еһтияҗниң барлиғи пәқәт Худа барлиғини әмәс, бәлки Униң әшу еһтияҗимизни қанаәтләндүрүшни халайдиған меһр-муһәббәтлик Яратқучи екәнликини һәм көрстип бериду (Мәтта 4:4).
Муқәддәс китаптики бәшарәтләр әмәлгә ешиштин бирнәччә әсир алдин йезилған вә улар бәлгүләнгән вақит-саат кәлгәндә, тәпсилий әмәлгә ашқан. Бу бәшарәтләрниң тәпсилий әмәлгә ашқанлиғи уларниң Худадин кәлгәнлигини тәстиқләйду (Петрусниң 2-хети 1:21).
Муқәддәс китапни қәләмгә елип язған кишиләр өз замандашлири чүшәнмәйдиған билимләргә егә болған. Мәсилән, қедимда көплигән адәмләр йәр пил, явайи тоңғуз яки буқа дегәндәк һайванатларниң үстидә туриду дәп ойлиған. Муқәддәс китапта болса, Худа «зиминни бошлуққа есип қойди» дәп йезилған (Аюп 26:7, ҺЗ). Униңдин башқа, Муқәддәс китапта йәрниң «шар» шәклидә екәнлиги һәққидә йезилған (Йәшая 40:22). Муқәддәс Язмиларда буниңға охшаш заманиви илим-пән билимлири әқилгә мувапиқ чүшәндүрүлгән, шу сәвәп нурғун инсанлар Муқәддәс китапни қәләмгә алған кишиләргә мәлуматлар Худадин кәлгән дәп қарайду.
Муқәддәс китап көплигән қийин соалларға җавап берәләйду. Лекин адәмләр мәсилән, Худа меһрибан вә Һәммигә Қадир болса, немә үчүн бу дуния азап-оқубәтлик қан төкүлүшләргә толуп кәтти? Немә үчүн диний етиқади сәвәплик инсанлар бир биригә өчмәнлик қилишиду? дегәндәк соалларға қанаәтлинәрлик җавап тапалмиса, Худаниң барлиғиға ишәнмәйдиған болуп қелиши мүмкин (Титқа 1:16)
a Мәсилән, Аллан Сэндаҗ исимлиқ астроном каинат һәққидә мундақ дегән: «Тәртиплик каинат тәртипсизликтин пәйда болған дегән көзқараш әқилгә мувапиқ әмәс дәп ойлаймән. Бу тәртипниң қандақту бир мәнбәси болуши керәк. Мән үчүн Худа йошурун сир, лекин пәқәт у барлиқ нәрсиләрниң мәвҗутлиғини чүшәндүрүп бериду, немә үчүн каинатниң қуп-қуруқ әмәс, шунчә көп нәрсиләргә толғанлиқини бизгә дәп бериду».