Худа Падишалиғи дегән немә?
Муқәддәс китапта немә ейтилиду?
Худа Падишалиғи — Йәһва Худа өзи орнатқан һәқиқий һөкүмәт. У асмандин һөкүмранлиқ қиливатқанлиқтин, Муқәддәс китапта «Худаниң Падишалиғи» яки «асман Падишалиғи» дәпму атилиду (Марк 1:14, 15; Мәтта 4:17). Гәрчә йәрдики инсаний һакимийитләргә көп тәрәптин охшаш болсиму, лекин улардин һәммә җәһәттин үстүн.
Һөкүмранлири. Худа Әйсани Падишалиқниң Падишаси сүпитидә таллиди вә униңға йәрдики һечқандақ һөкүмран егә болмиған һоқуқни бәрди (Мәтта 28:18). Әйса ишәнчлик вә һисдаш Башқурғучи екәнлигини көрсәткәнликтин, берилгән һоқуқини пәқәт яхши ишларни қилиш үчүн қоллиниду (Мәтта 4:23; Марк 1:40, 41; 6:31—34; Луқа 7:11—17). Худаниң рәһбәрлиги билән, Әйса «йәр үстидин падишалиқ қилиш» үчүн һәммә милләттин чиққан адәмләрни таллавалди (Вәһий 5:9, 10).
Башқуруш вақти. Йәрдики вақитлиқ һакимийәтләргә қариғанда, Худа Падишалиғи «мәңгү мәвҗут болуп туриду» (Даниял 2:44).
Пухралири. Худаниң тәләплирини орунлайдиған һәрбир адәм, туғулған йеригә яки келип чиқишиға қаримастин, Падишалиқниң пухраси болалайду (Әлчиләр 10:34, 35).
Қанунлири. Худа Падишалиғиниң қанунлири (яки буйруқлири) яман ишларни мәнъий қилипла қоймай, җуқури әхлақий өлчәмләрни тутуш үчүн тәлим-тәрбийә бериду. Мәсилән, Муқәддәс китапта: «“Йәһва Худани пүтүн жүригиң, пүтүн җениң һәм пүтүн әқлиң билән сөйгин”. Бу биринчи вә әң муһим әмир. Һәм иккинчиси буниңға охшаш: “Өз йениңдики кишини өзүңдәк сөйгүн”»,— дәп йезилған (Мәтта 22:37—39). Худаға вә адәмләргә болған меһир-муһәббәт башқиларниң мәнпәитини ойлашқа дәвәт қилиду.
Билим бериши. Худа Падишалиғи өзиниң пухралириға җуқури өлчәмләрни орнитипла қоймай, шу тәләпләргә мас һаят кәчүрүшкә үгитиду (Йәшая 48:17, 18).
Мәхсити. Худа Падишалиғи өзиниң пухралирини пайдилинип, һөкүмранлирини бай қилишқа интилмайду. Униң орниға, бу Падишалиқ Худаниң ирадисиниң әмәлгә ашурулуши вә Худани яхши көргән адәмләр йәрдики җәннәттә мәңгү яшиши үчүн бәргән вәдисини орунлайду (Йәшая 35:1, 5, 6; Мәтта 6:10; Вәһий 21:1—4).