Мәзмунға өтүш

УЛАРНИҢ ЕТИҚАДИДИН ҮЛГӘ ЕЛИҢЛАР | ЙОНАТАН

Йәһваға һечнемә тосалғу болалмайду

Йәһваға һечнемә тосалғу болалмайду

Қорам ташлиқ чөл-баявән мәнзирисигә қараватқан филистийәликләрниң бир қаравулханисини тәсәввур қилиң. Шу йәрдә орунлашқан филистийәлик җәңчиләр бир хил мәнзиридә өзгичә бир нәрсини байқиди. Улар исраиллиқ икки әр кишини көрди. Җәңчиләр буниңға һәйран қалди, чүнки бу иккилиси уларға һечқандақ хәвп-хәтәр тәккүзәлмәтти. Филистийәликләр исраиллиқларға узақ вақит давамида қисим көрситивататти. Исраиллиқлар һәтта өзлириниң кәтмән, палта охшаш деханчилиқ қурал-сайманлирини биләш үчүн дүшмәнлири филистийәликләргә баратти. Шуңа исраиллиқ җәңчиләр начар қуралланған еди. Униң үстигә, пәқәтла икки кишиниң қолидин немә келәләтти? Улар интайин яхши қуралланған җәңчиләр болған һаләттиму, филистийәликләрниң бир қошун җәңчилиригә қандақ зиян кәлтүрәләтти? Филистийәликләр уларни заңлиқ қилип: «Бизгә чиқиңлар, силәргә бир нәрсә үгитәйли!»— дәп, сөз ташлиди (Самуилниң 1-язмиси 13:19—23; 14:11, 12).

Әмәлийәттә, филистийәликләр өзлири бир нәрсә үгиниши керәк еди. Икки исраиллиқ ғар билән чүшүп, җилғини өтүп, уларниң йеңидики қияға чиқишни башлиди. У қия шунчилик тик болғачқа, уларға өмләп чиқишқа тоғри кәлди, амма бу иккиси бәл қоювәтмәй, қаравулханиға чиқти (Самуилниң 1-язмиси 14:13). Улар йеқинлашқанда, филистийәликләр алдида келиватқан кишиниң қурали бар екәнлигини, кәйнидикиси униң ярақ көтәргүчиси екәнлигини байқайду. Бу киши йенида бир адәмни әгәштүрүвелип, пүтүн җәңчи қошуни билән соқушмақчиму? У сараңму?

Яқ, у сараң әмәс еди. У Худаға етиқади мәһкәм болған Йонатан дегән киши еди. Униң үлгиси Худаниң заманивий хизмәтчилиригә көп пайда әкелиду. Биз урушларға қатнашмисақму, җасарәтлик, садақәтмән болған һәм җенини айимиған Йонатандин етиқадимизни мустәһкәмләйдиған көп нәрсини биләләймиз (Йәшая 2:4; Мәтта 26:51, 52).

Садақәтмән оғул вә җасур җәңчи

Йонатанниң немә сәвәптин филистийәлик җәңчиләргә қарши чиққанлиғини чүшиниш үчүн, авал униң қандақ адәм болғанлиғини билишимиз лазим. У Исраилниң дәсләпки падишаси Шаулниң тунҗа оғли еди. Шаул падиша болуп майланғанда, Йонатан 20 яшта яки кичиккинә чоңирақ болған болуши мүмкин еди. У атиси билән йеқин мунасивәттә болған охшайду, чүнки атиси униңға ишинәтти. Әшу күнләрдә Йонатан атисини пәқәтла егиз бойлуқ, келишкән вә батур җәңчи сүпитидә әмәс, әң муһими, Худаға мәһкәм ишинидиған вә кичик пейил киши дәп билди. Йонатан Йәһва Худаниң Шаулни немә үчүн падиша болушқа таллиғанлиғини чүшәнгән болуши керәк еди. Һәтта Самуил пәйғәмбәр һәммә хәлиқниң ичидә Шаулға охшаш һеч ким йоқ екәнлигини ейтти! (Самуилниң 1-язмиси 9:1, 2, 21; 10:20—24; 20:2).

Йонатан атисиниң қоли астида Худа хәлқиниң дүшмәнлиригә қарши җәң қилишни чоң шәрәп дәп һесаплатти. Шу чағдики җәңләр бүгүнки күндики дөләтләр арисидики урушларға охшимайду. Шу вақитларда Йәһва Худа вәкили сүпитидә Исраил хәлқини таллиди. Сахта илаһларға сәҗдә қилидиған хәлиқләр исраиллиқларға дайим һуҗум қилатти. Филистийәликләр Дагонға охшаш илаһларға сәҗдә қилди вә Йәһва таллиған хәлиққә пат-пат һуҗум қилип, һәтта уларни һалак қилмақчи еди.

Йонатан җәң қилиш арқилиқ Йәһва Худаға болған садақәтмәнлигини көрсәтти. Йәһва Худа болса, Йонатанға тиришчанлиғи үчүн бәрикәт бәргән. Падиша болғанлиғидин көп өтмәй Шаул оғлини 1000 җәңчини йетәкләшкә тайинлиған. Йонатан уларни филистийәликләрниң Гибиядики қошуниға һуҗум қилишқа йетәкләп барди. Җәңчилириниң начар қуралланғанлиғиға қаримастин, шу күни Йонатан Йәһваниң күчи билән ғәлибә қазанди. Лекин, йеңилгән филистийәликләр улардин өч елиш үчүн чоң бир қошунни тәшкиллиди. Шаулниң көплигән җәңчилири қорқуп кәтти. Бәзилири қечип кетип, йошурунувалди, бирнәччиси һәтта дүшмән тәрипигә қечип кәтти! Амма Йонатан җасурлиғидин қайтмиди (Самуилниң 1-язмиси 13:2—7; 14:21).

Мақалиниң бешида тилға елинған вақиәдә Йонатан һечкимгә көрүнмәй, пәқәт ярақ көтәргүчиси билән биллә кетип қалди. Филистийәликләрниң Микмастики қаравулханисиға йол тутуп Йонатан ярақ көтәргүчисигә өз реҗисини ейтип бәрди. Филистийәлик җәңчиләр уларни байқиши үчүн, иккиси көрүнидиған җайда туриду. Әгәр филистийәликләр уларға: «Бизниң қешимизға чиқиңлар»— десә, бу Йәһва уларға ярдәмлишидиғанлиғиниң бәлгүси болиду. Ярақ көтәргүчиси буниңға тәйярлиқ билән келишти. Бәлким, уни Йонатанниң: «Тола яки азларниң қоли билән нусрәт [ниҗат, ЙД] бәрмәктин Худавәндини һечнемә тосимайду»,— дегән сөзлири илһамландурди (Самуилниң 1-язмиси 14:6—10). Бу сөзлири билән Йонатан немә демәкчи еди?

Йонатанниң Йәһвани яхши билгәнлиги рошән. Шүбһисиз, өтмүштә Йәһва Худа өз хәлқигә, улардин сани көп болған дүшмәнлирини йеңишкә ярдәм бәргәнлигини у яхши билгән. Бәзидә Худа һәтта бир адәмни пайдилинип, хәлқини ғәлибигә йәткүзгән (Һакимлар 3:31; 4:1—23; 16:23—30). Шуниң үчүн Йонатан Худаниң хизмәтчилириниң ғәлибә қазиниши җәңчиләрниң саниға, уларниң күчлүк болғанлиғиға яки қанчилик қуралланғанлиғиға әмәс, етиқади мәһкәм болғанлиғиға бағлиқ екәнлигини яхши чүшәнгән. Етиқади Йонатанни һәммини Йәһваниң қолиға тапшурушқа дәвәт қилди. У ярақ көтәргүчиси билән филистийәликләргә қарши җәң башлаш-башлимаслиғини Йәһваниң қарар қилишиға йол қоюп, Униң қарарини билдүридиған бәлгү беришини күткән. Йәһва бәлгү бәргәндә, Йонатан һеч қорқмастин һәрикәт қилди.

Йонатанниң етиқадиниң икки тәрипини көрүп чиқайли. Биринчидин, у Худаси Йәһвадин әйминидиған киши еди. Йонатан Һәммигә Қадир Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруши адәмниң күчигә бағлиқ болмисиму, Йәһва Өзиниң садиқ хизмәтчилиригә бәрикәт бериштин хошаллиқ тапидиғанлиғини билди (Тарихнамә 2-язма 16:9). Иккинчидин, ишқа киришмәс бурун у Йәһваниң бу ишни мақуллайдиғанлиғиниң испатини издәшкә тиришқан. Бүгүнки күндә қандақту бир ишимиз Худани хошал қиливатқанлиғини ениқлаш үчүн Униң ғәйритәбиий бәлгү беришини күтмәймиз. Қолумизда Худа тәрипидин роһландурулған Муқәддәс китап бар болғанлиқтин, Униң ирадисини ениқлаш үчүн һаҗәт болған һәммә нәрсимиз бар (Тимотийға 2-хәт 3:16, 17). Җиддий қарар қобул қилиштин авал биз Муқәддәс китапта вәзийитимизгә нисбәтән йезилғанларни пухта тәтқиқ қилимизму? Әгәр шундақ қилсақ, Йонатан охшаш, биринчи новәттә өзүмизниң әмәс, Худаниң ирадисиниң әмәлгә ешишини халайдиғанлиғимизни көрситимиз.

Шуниң билән, икки киши — җәңчи вә униң ярақ көтәргүчиси — қаравулханиға йетиш үчүн тик қияға тез өмләп чиқиватиду. Филистийәликләр уларға һуҗум қилиниватқанлиғини чүшәнгәндә, шу икки киши билән соқушушқа җәңчилирини әвәтиду. Филистийәликләрниң сани көп болди, буниңдин ташқири улар әшу икки киши турған йәрдин жуқурирақ йәрдә турди, шуңа бу икки һуҗумчини тезла өлтүрүветәлиди. Амма Йонатан уларни бириниң кәйнидин бирини уруп жиқитип, ярақ көтәргүчиси болса Йонатанниң кәйнидин келип уларни өлтүрди. Кичиккинә бир парчә йәрдә иккиси 20 дүшмән җәңчини өлтүрүвәтти! Әнди Йәһва ишқа киришти. Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «У вақит сәһрадики ләшкәргаһта вә һәммә хәлиқниң арисиға титрәк чүшти. Қаравулчилар билән талиғучилар һәм титрәп қорқуп, йәр өзи тәвринип кетип, Худа тәрипидин чоң бир қорқунучи кәлди» (Самуилниң 1-язмиси 14:15).

Йонатан ярақ көтәргүчиси иккисила дүшмәнләрниң пүтүн қаравулханисиға һуҗум қилди

Шаул вә униң адәмлири жирақтин филистийәликләрниң арисидики қалаймиқанчилиқни вә паракәндиликни, һәтта җәңчиләрниң бир-биригә қарши қилич көтириватқанлиғини көрүп турди (Самуилниң 1-язмиси 14:16, 20). Җасарәткә толған исраиллиқлар, бәлким, өлгән филистийәликләрниң қураллирини елип, дүшмәнлиригә һуҗум қилди. Әшу күни Йәһва Худа хәлқигә чоң ғәлибә бәхш етти. Шу һаяҗанлиқ вақиттин бери Йәһва һеч өзгәрмиди. Әгәр биз бүгүн Йонатан вә униң исми намәлум ярақ көтәргүчисигә охшаш Йәһва Худаға ишәнсәк, қараримизға һечқачан өкүнмәймиз (Малаки 3:6; Римлиқларға 10:11).

У «Худаниң ярдими билән... чоң иш қилди»

Йонатан үчүн бу ғәлибә Йәһваниң бәрикити еди. Шаул үчүн болса әһвал башқа еди. Шаул бирнәччә җиддий хаталиқ өткүзди. У Йәһваниң пәйғәмбири, Лавий қәбилисидин чиққан Самуил пәйғәмбәрла әкелиши керәк қурбанлиқни әкелип, итаәтсизлик қилди. Самуил пәйғәмбәр келип, итаәтсизлиги үчүн Шаул падишалиқ һөкүмранлиғидин айрилидиғанлиғини ейтти. Кейин, җәңчилирини урушқа әвәткәндә, Шаул уларға қәсәм қилдуруп: «Мән дүшмәнлиримдин интиқам алмиғичә ахшамдин илгири таам йегән киши мәлун болсун [ләнәткә учрисун, ЙД]»,— дәп ейтти (Самуилниң 1-язмиси 13:10—14; 14:24).

Шаулниң сөзлири униң яман тәрәпкә өзгириватқанлиғини көрситиду. Кичик пейил, роһий җәһәттин йетилгән киши тәкәббур шәхсийәтчигә айниливататтиму? Ахири, Йәһва бу җасур, әмгәкчан җәңчиләргә бундақ әқилсиз чәклимә берилишини һечқачан тәләп қилмиған. Шундақла Шаулниң «Мән дүшмәнлиримдин интиқам алмиғичә» дегән сөзлири бу җәңни у өзи жүргизиватиду дәп ойлиғанлиғини көрсәтмәмду? У Йәһваниң адалити үчүн җәң қилиш керәклигини унтуп, өзи интиқам елишни, шөһрәткә еришишни яки ғәлибә қазинишни халиғанму?

Йонатан атисиниң ойлимастин берилгән қәсими һәққидә һечнемә билмигән. Шиддәтлик җәңдә һерип һалидин кәткән у һасисини сунуп, учини һәсәлгә тиқип, һәсәлни тетип бақса, шу ан күч киргәнлигини байқиди. Кейин җәңчиләрниң бири униңға атиси Шаулниң буйруғи һәққидә ейтти. Йонатан буниңға җававән мундақ деди: «Мениң атам жутқа тәңлик кәлтүрди. Кичиккинә һәсәл йегиним билән мениң көзүм шунчә рошән болғинини көрмидиңларму? Хәлиқ бүгүн дүшмәнләрдин алған олҗидин халиғинини йегән болса, филистийәликләрниң арисидики қатиллиқ қанчә чоңирақ болмамти» (Самуилниң 1-язмиси 14:25—30). У тоғра ейтти. Йонатан вапа оғул еди, амма униң вапалиғи чәксиз болмиған. У атиси ейтқан яки қилған һәммә нәрсә билән ойланмастин келишмәтти, башқилар болса уни бу еғир бесиқлиғи үчүн һөрмәтлигән.

Йонатан чәклимигә хилаплиқ қилғинини билгәндиму, Шаул буйруғиниң ахмақлиғини етирап қилмиди. Униң орниға у оғли өлүмгә кесилиши керәк дегән ойидин қайтмиди! Йонатан атиси билән талаш-тартиш қилмиди, рәһимлик көрситишини ялвурмиди. Униң қандақ җавап қайтурғанлиғиға диққәт қилиң. У өз бешини ойлимастин мундақ деди: «Мана өлүшүм керәк». Амма исраиллиқлар: «Бу чоң нусрәтни [ғәлибини, ЙД] Исраилға таптурған Йонатан өлтүрүлсунму? Худа сақлисун! Тирик Худавәндә билән қәсәм қилимизки, униң бешидин бир тал чач йәргә чүшмисун. Чүнки у өзи Худаниң ярдими билән бу күн чоң иш қилди»,— дәп ейтти. Бу ишниң нәтиҗиси қандақ болди? Шаул хәлиқниң сөзигә кирди. Айәттә йезилғандәк, «хәлиқ Йонатанни өлүмдин халас қилди» (Самуилниң 1-язмиси 14:43—45).

«Мана өлүшүм керәк»

Йонатан җасарәтлик, әмгәкчан болғанлиғи вә җенини айимиғанлиғи үчүн яхши абройға еришти. Җени қилниң учида болғанда, абройи уни аман сақлап қалди. Бизму яхши нам, яки абройға еришиш үчүн һәр күни күч салғанлиғимиз әвзәл. Муқәддәс китапта яхши нам-абройниң наһайити қиммәтлик екәнлиги йезилған (Вәз 7:1). Әгәр биз, Йонатан охшаш, Йәһваниң алдида яхши намға еришишни халисақ, абройимиз интайин қиммәтбаһа болиду.

Зулмәт көпәймәктә

Атисиниң хаталиқлириға қаримастин, Йонатан көп жиллар давамида униң тәрипидә болуп садақәтмәнлик билән җәң қилған. Атиси итаәтсиз вә һакавур болуп кетиватқанлиғини көргәндә Йонатан немиләрни һис қилғанлиғини тәсәввур қилип көрүңа! Шаулдики роһий зулмәт барғансери көпәйди, Йонатан болса буни һеч тохтиталмиди.

Йәһва Худа Шаулни амаләкләргә қарши җәң қилишни буйриғанда, мәсилә әвҗигә чиқти. Амаләкләр интайин явуз хәлиқ болғанлиқтин, Йәһва Худа уларни тамамән йоқитиветишини һәтта Муса пәйғәмбәрниң заманида бәшарәт қилди (Чиқиш 17:14). Йәһва Шаулға хәлиқни маллири билән биллә қошуп пүтүнләй йоқ қилишни һәм уларниң падишаси Агагни өлтүрүветишни буйриған. Шаул җәңдә ғәлибә қилди. Атисиниң башчилиғи астида өткән бу җәңгә җасур Йонатанниңму қатнашқанлиғи шүбһисиздур. Бирақ Шаул Йәһваниң буйруғиға өзи әттәй бойсунмай, Агагни өлтүрмәй, амаләкләрниң байлиқлири вә маллирини йоқ қилмиди. Самуил пәйғәмбәр Йәһва Худаниң Шаулға нисбәтән чиқарған ахирқи һөкүмини ейтип, мундақ деди: «Сән Худавәндиниң сөзини ташлиғиниң үчүн Худавәндә сени ташлап, падишалиқтин чиқарди» (Самуилниң 1-язмиси 15:2, 3, 9, 10, 23).

Буниңдин көп өтмәй, Шаул Йәһваниң муқәддәс роһидин айрилиду. Худаниң меһрибан һимайисидин айрилип қалғанлиқтин, униңға яман роһ тәсир қилди. Шаул интайин териккәк, асанла ғәзәплинидиған, аччиғи час һәм тәшвишләргә тола адәм болуп кәтти (Самуилниң 1-язмиси 16:14; 18:10—12). Өтмүштә яхши адәм болған атисиниң шунчилик өзгирип кәткәнлигини көргән Йонатанға бу интайин еғир тәгкәнлиги шәк-шүбһисиздур! Лекин Йонатан Йәһваға садақәтмәнлик билән хизмәт қилиштин һечқачан таймиған. У мүмкинчилигиниң баричә дадисини қоллиған вә һәтта бәзидә униң билән очуқ сөзләшкән, амма бар диққитини һеч өзгәрмәйдиған Худа вә Атиси Йәһваға ағдурди (Самуилниң 1-язмиси 19:4, 5).

Сиз үчүн интайин қәдирлик кишиниң, бәлким өйдикиләрниң бириниң, яман тәрәпкә өзгирип кәткәнлигини көрдиңизму? Бу наһайити ечинарлиқ болуши мүмкин. Йонатанниң үлгиси Зәбур язғучисиниң төвәндики сөзлирини есимизға салиду: «Ата-анам мени ташливәтсиму, Пәрвәрдигар мени қучиғиға алиду» (Зәбур 27:10). Йәһва садақәтмән Худа. Мукәммәлсиз адәмләр көңлүңизни қанчилик ағритсиму, У сизни Өз қучиғиға алиду вә сиз үчүн әң яхши Ата болиду.

Йонатан Йәһваниң Шаулни падишалиқ һоқуқидин айриғанлиғини билгән охшайду. У буниңға қандақ инкас қайтурди? У өзиниң қандақ һөкүмран болалайдиғанлиғини ойлап баққанму? Падиша болушқа үмүтлинип, атиси қилған хаталиқларниң бәзилирини түзитип, садиқ вә итаәтчан падиша болалаймән дәп тәсәввур қилдиму? Биз Йонатанниң қәлбидики ойларни биләлмәймиз, амма шу арзу-истәкләрниң һечқайсиси әмәлгә ашмиғанлиғини билимиз. Бу Йәһваниң әшу садиқ кишини рәт қилғанлиғини билдүрәмду? Яқ, әксичә, Йонатанниң үлгисини пайдилинип Йәһва садиқ достлуқниң немә екәнлигини көрсәтти. Муқәддәс китапта йезилған Йонатан вә Давутниң достлуғи һәқиқәтән диққәткә сазавәр! Бу достлуқ тоғрилиқ Йонатан һәққидики кейинки мақалидә ейтилиду.